Хитайда әмәлдарларниң унван елиш долқуни көтүрүлди


2007.11.15

'Нәзәр' һәптилик гезити (бу әслидә шинхуа агентлиқи қаримиқидики бир гезит болуп, кейин һөкүмәт уни чәклигән, һазир хәлқ ичидә мушу нам билән нәшр қилиниватқан тор гезитиму бар) дә ашкарилинишичә, хитайда коммунист әмәлдарлири ичидә һазир 'илмий унван' елиш долқуни йәнә қозғалди. Әмәлдарниң илмий унвани йилдин ‏- йилға юқири өрлимәктә. Бәзи әмәлдарларниң һазир бир нәччә хил унвани бар. Биридин‏- бири юқири. Бәзи әмәлдарларниң өзиниң вақти йәтмисә катиплири мәктәпкә берип дәрс елип униңға унван елип келиду.

Уйғурларниң илмий унвани болсиму, хизмәт тепиши қейин

Бу мәсилә һәққидә явропада чиқидиған 'ғәрб шамили журнили'ниң тәһрири һаҗи абдурешит керими обзор елан қилди. Униң қаришичә, әмәл тутуш үчүн унван елиш һадисилири хитайда, болупму шәрқий түркистанда наһайити еғир, бу мәсилини коммунист партийә ялғуз һоқуқ тутидиған мустәбит түзүм шараитида һәл қилғили болмайду.

Һаҗи абдурешит кериминиң баян қилишичә, уйғур аптоном районида һәқиқий илмий унвани бар уйғурларни чәткә қеқип, хитайларниң унвани ялған болсиму уларни хизмәткә алидиған, әгәр уйғурлар бундақ кәмситишкә нарази болса җазаға тартилидиған һадисә наһайити еғир.

Мәктәпләрдики сиясий дәрс оқуғучиларниң вақтини исрап қилмақта

Һаҗи абдурешит кериминиң баян қилишичә, хитайниң маарип сестимисида мәсилә бар. Мәктәпләрдә 'сиясий дәрс' дәйдиған бирхил дәрс бар. Буниң билән оқуғучиларниң илим өгинидиған вақти исрап болиду, улар чәтәлләрдикидәк толуқ илмий тәлим елип йетишип чиқалмайду. Болупму коммунистларниң илим сәвийиси төвән, уларниң толиси 'актип'лиқтин келип чиққан, партийә мәктәплиридә оқуған шуңлашқа уларға һазир мәнсәп тутуш үчүн ' илмий унван' керәк болмақта. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.