"Әмди 1950-йилдин кейинки уйғурлар тарихини тәтқиқ қилимән"


2004.12.23
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Истанбулдики түрк дуняси тәтқиқат вәхпи түркийидики университетларниң уйғурларға аит материялларға болған еһтияҗни нәзәрдә тутуп, уйғур тарихи тәтқиқатчиси, истанбул мимарсинан унвәрситети тарих пәнлириниң профессори гүлчин чандарли оғлиниң "сериқ уйғурлар вә кәңсу районидики уйғур қәбилилири" намлиқ китаби қайта нәшр қилинди.

40 Йил аввал йезилған бу китабта уйғурларниң кәңсудики тарихий паалийәтлири тәтқиқ қилинған. Сериқ уйғурларниң тарихи кәң даиридә йорутуп берилгән.

Уйғуршунас гүлчин чандарли оғли мухбиримиз назукум билән бу һәқтә өткүзгән сөһбити җәрянида, мәзкур китабниң асасий мәзмуни, һәм өзиниң бундин кейинки тәтқиқат тәмилири һәққидә тохтилип, кәлгүсидә уйғурларниң 1950-йилдин кейинки тарихини тәтқиқ қилидиғанлиқини оттуриға қойған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.