Исраилийилик уйғуршунас Yitzhak Shichor билән сөһбәт(1)


2006.10.10
shichor-150.jpg
Исраилийилик уйғуршунас Yitzhak Shichor image courtesy:http://east-asia.haifa.ac.il

Күнсери хәлқара җамаәтниң диққитини тартиватқан уйғур мәсилисигә исраилийидиму қизиқиватқанларниң сани көпәймәктә. Йерусалемдики һибру университетиниң профессори Yitzhak Shichor исраилийидә уйғур мәсилиси билән шуғуллиниватқан вә исраилийә хәлқи вә һөкүмитигә уйғурларни тонутушта муһим рол ойнаватқан кишиләрниң бери һесаблиниду.

Бирнәччә қетим уйғур елидә зиярәттә болған һәмдә бир нәччә қетим хитай һөкүмитиниң рәсмий тәклипи билән уйғур елини зиярәт қилиған профессор Yitzhak Shichor, уйғурлар вә уйғур мәсилиси һәққидә нурғун илмий мақалиләр язған болуп, бу мақалиләр хәлқарадики муһим гезит вә җурналларда елан қилинған.

Йеқинда америкида өткүзүлгән бир йеғинға қатнашқан профессор Yitzhak Shichor дүшәнбә күни әркин асия радиосини зиярәт қилди. У зиярити җәрянида мухбиримиз өмәр қанатниң зияритини қобул қилип, өзиниң илмий паалийәтлири һәққидә тохталди.

Һөрмәтлик Yitzhak Shichor әпәндим, сиз уйғурларға қандақ қизиқип қалдиңиз? бу һәқтә бир аз мәлумат берәмсиз?

"Миниң 30 йил бурун лондонда оқуватқан чеғимдики докторлуқ дессиртатсийәм, хитай һөкүмитиниң оттура шәрқ сиясити һәққидә иди. Бу хитай һөкүмитиниң оттура асия сиясити һәққидә елип берилған тунҗи илмий тәтқиқат иди. Бу тәтқиқаттин кейин мән хитай һөкүмитиниң ислам дуняси вә мусулман хәлқләр билән болған мунасивитигә болупму хитай һөкүмитиниң қол астидики мусулман милләтләргә қаратқан сияситигә қизиқишқа башлидим. Болупму 1990‏-йиллириниң башлиридин тартип уйғурлар вә шәрқий түркистан мәсилисигә қизиқишқа башлидим. Дәсләптә хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистандики мусулманларға қаратқан сияситиниң, бейҗиң һөкүмитиниң түркийә, иран вә сәуди әрәбистан қатарлиқ оттура шәрқ дөләтлири билән болған мунасивитигә қандақ тәсир йәткүзгәнлики мини әң көп қизиқтурған иди. Әмма кейин хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясити миниң әң көп диққитимни тартқан мәсилә болди вә 1990 ‏- йиллириниң башлиридин бери уйғур мәсилисини вә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситини йеқиндин көзитиватимән.

Әпәндим, сиз һазирғичә уйғурлар вә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясити һәққидә нурғун мақалиләр яздиңиз. Әмма хитай һөкүмитиниң "шәрқий түркистан террорчилири җинайи җавабкарлиқтин қутулалмайду" дегән, уйғур мустәқилчилириниң террорчи икәнликини һәмдә хәлқара террорлуқ тәшкилатлири билән алақиси барлиқини испатлашқа урунған һөҗҗәтлик филимигә қарши язған мақалиңиз чоң ғулғула қозғиди. Игилишимизчә, бу мақалиңиз елан қилинғандин кейин сизниң хитайға киришиңиз чәкләнгән. Бу мақалидә сиз хитай һөкүмитиниң уйғур мустәқилчилириниң террорчи икәнликиниң испати дәп оттуриға қойған пакитлириниң асассиз икәнликини испатлиған. Бундақ бир мақалә йезишиңизға сәвәб болған амил немә?

"Бу һөҗҗәтлик филимни маңа хитай һөкүмити әмәлдарлири 2002‏ - йили язда үрүмчини зиярәт қиливатқан чеғимда бәргән иди. Улар дәсләптә бу һөҗҗәтлик филимни маңа көрсәткән. Униңдин кейин маңа бир нусхисини бәргән иди. Шу вақиттин бери, бу һөҗҗәтлик филим мәндә бар иди. Вақтим чиқса анчә-мунчә көрүп қояттим. Бу филимни бир нәччә қетим көрүш арқилиқ униңдики бәзи хаталиқларни, бу филимда оттуриға қойған пакитларниң бир-бири билән маслашмиғанлиқини сәздим. Шуниңдин кейин бир немә қилишим керәкликини ойлидим. Аввал бир икки йил бурун бу һәқтә бир илмий доклат тәйярлап америкиниң коломбия университетида өткүзүлгән бир илимий муһакимә йеғиниға сундум вә өткән йили хитай һөкүмитиниң бу һөҗҗәтлик филими һәққидә узун бир мақалә йезип елан қилдим. Бу мақалә арқилиқ хитай һөкүмитиниң уйғур хәлқини һәмдә уйғур вә шәрқий түркистан азадлиқ тәшкилатлирини террорчи дәп көрситишиниң хата икәнликини испатлашқа тириштим. Қисқичә қилип ейтқанда хитай һөкүмитиниң бу һөҗҗәтлик филим арқилиқ уйғур хәлқи вә пүтүн уйғур тәшкилатлириға террорчи дәп қалпақ кийгүзүшкә урунғанлиқи мини бу мақалини йезишқа мәҗбурлиди".

Әпәндим сиз ниң исраилийә - ливан уруши җәрянида хитай- һизбулла мунасивәтлири һәққидә язған мақалиңизму хили тәсир қозғиди. Хитай билән һизбулла оттурсида қандақ бир мунасивәт бар? "бизниң хитай билән һизбулла оттурисда қандақ мунасивәт мәвҗут икәнлики тоғрисида ениқ мәлуматимиз юқ. Лекин һизбулла җәңчилиридә хитай қораллириниң тепилғанлиқи бир реаллиқ. Бу хитай һөкүмитиниң 1990 ‏- йиллириниң оттурилиридин башлап иранға сатқан қораллири. Бу қораллар арисида башқурулидиған бомба қатарлиқ наһайити еғир типтики қоралларму бар. Хитай һөкүмитиниң һизбулла һәрикити билән бивастә мунасивитиниң бар- йоқлиқи ениқ әмәс. Әмма хитай һөкүмитиниң иранға сатқан қораллириниң һизбулланиң қолиға чүшүп қилишиниң алдини алмиғанлиқи ениқ. Хитайниң ливандики һизбулла һәрикити билән бивастә болмисиму вастилиқ бир мунасивити болуши мумкин. Әмма қолимизда буни испатлайдиған бир пакит йоқ".

Әпәндим сиз қанчә қетим шәрқий түркистанни зиярәт қилдиңиз? бу зиярәтләрдин алған тәсиратиңиз немә?

"Мән бир нәччә қетим шәрқий түркистанда зиярәттә болдум. Төт қетимдәк шәхси зиярәт қилдим. Бу зиярәтлиримдә асасән қуруқлуқ арқилиқ йәни қирғизистандин торғат арқилиқ қәшқәрғә берип, қәшқәрдин үрүмчи вә турпан қатарлиқ җайларға бардим. Турпандин хитай өлкилригә вә бейҗиңға бирип, зиярәт қилдим. Ахирқи қетим шәрқий түркистанни 2002 ‏ - йили хитай һөкүмитиниң рәсмий тәклипи билән зиярәт қилдим. Ахирқи зияритимдә он күн қалдим. Бу зияритим җәрянида үрүмчи, ғулҗа, күйтун вә шихәнзә қатарлиқ шәһәрләргә бардим. Бу миниң шинҗаңни ахирқи қетим зиярәт қилишим болуп һесаблиниду. Чүнки хитай һөкүмити бу зиярәттин кейин маңа шинҗаңға бериш үчүн виза бәрмиди. Виза үчүн қилған пүтүн илтимасим җавабсиз қалди. (Давами бар) (қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.