Исраилийилик уйғуршунас Yitzhak Shichor билән сөһбәт(2)
2006.10.12
Түнүгүнки программимизда мухбиримиз өмәр қанатниң исраилийилик профессор Yitzhak Shichor билән уйғурлар вә шәрқий түркистан мәсилиси вә униң хитай һөкүмитиниң уйғур тәшкилатлирини террорчи дәп әйибләшлириниң хата икәнликини испатлаш үчүн язған мақалилири үстидә өткүзгән сөһбтини аңлатқан идуқ. Бу шу сөһбәтниң давами.
Һөрмәтлик Yitzhak Shichor әпәндим, сиз хитай һөкүмитиниң сизниң виза үчүн қилған илтимаслириңизни рәт қилғанлиқини ейттиңиз. Виза илтимасиңизниң немә үчүн рәт қилинғанлиқи һәққидә мәлуматиңиз барму?
"Мениңчә, хитай һөкүмити җан һапкинс университети тәрипидин елип берилған "шинҗаң тәтқиқати" программисиға қатнашқанлиқим үчүн мини хитайға кириши чәкләнгән кишиләр қара тезимликигә киргүзивәткән болуши мумкин. Бу америкида һәтта дуняда шинҗаң һәққидә елип берилған тунҗи кәң көләмлик тәтқиқат һесаблиниду. Көпчиликкә мәлум болғандәк тәтқиқатниң нәтиҗисидә "шинҗаң мәсилиси" намлиқ бир китаб нәшр қилинған болуп, бу китабқа һәссә қошқан йәни бу китабта илмий мақалиси елан қилинған мутәхәссисләрниң 9 ниң хитайға кириши чәкләнгән. Мән буларниң бери. Хитай һөкүмитиниң шинҗаң тәтқиқатиға қатнишип, бу тәтқиқатниң нәтиҗисидә нәшр қилинған "шинҗаң мәсилиси" намлиқ китабқа һәссә қошқанларға бундақ позитисийидә болуши әҗәплинәрлик бир һәрикәт. Чүнки бу бир илмии тәтқиқат вә китабму бу тәтқиқатниң нәтиҗиси. Бу очуқ-ашкара елип берилған тәтқиқат һәмдә бу нурғун хитай рәсмий һөҗҗәтлиридин пайдилиниш арқилиқ елип берилған бир тәтқиқат иди. Хитай һөкүмити маңа немә үчүн веза берилмигәнлики һәққидә һечқандақ чүшәндүрүш бәрмиди. Әмма миниң пәрәз қилишимчә, буниң асаслиқ сәвәби мушу болуши мумкин".
Yitzhak Shichor Әпәндим, сиз хитай һөкүмитиниң рәсмий тәклипи билән бир нәччә қетим хитайни зиярәт қилдиңиз. Хитай әмәлдарлири билән көрүшкиниңиздә улар уйғур елидики вәзийәтни қандақ тәсвирлиди?
"Уларниң шинҗаңдики вәзийәтни чүшәндүрүшиму наһайити күлкилик. Уларниң аввал бәргән мәлумати бир аз кейин бәргән мәлуматиға охшмайду. Мән 1992- йили хитайни зиярәт қилғинимда. Шаңхәйдә хитай пәнләр академийисигә өткүзүлгән бир сөһбәттә, хитай әмәлдарлиридин шәрқий түркистандики вәзийәт һәққидә суал сорап, дуня мәтбуатида барин вәқәси тоғрисида һәмдә шәрқий түркистандики миллий тоқунуш һәққидә чиққан хәвәрләрни әскәрттим. Йеғиндики хитай әмәлдарлри бу хәвәрләрниң пүтүнләй ялған икәнликини, шинҗаңда вәзийәтниң тинч икәнликини, һөкүмәткә қарши һечқандақ наразилиқниң мәвҗут әмәсликини билдүрди. Биз башқа мәсилиләр үстидә сүһбәтлишип, икки саәт өткәндин кейин охшаш суални йеғиндики хитай әмәлдарлиридин башқичә усулда қайта соридим. Бу қетим уларниң җаваби бир аз аввал бәргән җавабидин пүтүнләй пәрқлиқ иди. Улар турақсизлиқ вә топилаңларни шинҗаңдики әң муһим мәсилә қилип көрсәтти. Демәк хитай әмәлдарлири шинҗаңдики вәзийәтни тәсвирлигәндә давамлиқ бир-биригә зит сөз қилиду. Чүнки улар бир тәрәптин чәтәл мәбләғ салғучилирини шинҗаңға мәбләғ селиш үчүн шинҗаңдики вәзийәтни наһайити тинч вә бихәтәр көрситишкә тиришиду. Йәнә бир тәрәптин ваң лечүәнгә охшаш хитай әмәлдарлири шинҗаңда вәзийәтниң наһайити кәскин икәнликини гәвдиләндүрүшкә тиришиду".
Өзиңизниң бу һәқтики тәсирати қандақ?
"Мән 5 һәтта 6 қетим шәрқий түркистанда зиярәттә болдум. Вәзийәтниң тинч икәнликини көрдүм. Миниңчә у йәрдә бәзи хитай әмәлдарлири дегәндәк террорлуқ паалийәтлири мәвҗут әмәс. Һәтта хитай һөкүмити тәрипидин елан қилинған доклатлардиму 1998- йилидин кейин һечқандақ террорлуқ вәқәси йүз бәрмигәнлики билдүрүлмәктә. Бәзи кичик тоқунушлар йүз бәргән болуши мумкин. Бу кичик тоқунушларни террорлуқ вәқәлири дәп көрситиш мумкин әмәс".
Yitzhak Shichor Әпәндим, уйғурлар хитай һөкүмитиниң уларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилғанлиқидин, һәтта уйғурларни бир милләт сүпитидә йәр йүзидин йоқ қилишқа урунуватқанлиқидин шикайәт қилмақта. Сиз уйғур елидики зиярәтлириңиз җәрянида бу шикайәтниң дәлиллрини көрдиңизму? сизчә нөвәттә уйғурларниң миллий кимликини тәһдит қиливатқан әң муһим амил немә?
"Мән хитай һөкүмитиниң тәклипи билән уйғур елини зиярәт қилиғинимда, уйғурлар билән айрим учришиш пурсити тапалмидим. Чүнки қайси йәргә барсам хитай һөкүмәт адәмлири миниңдин айрилмиди. Шуниң үчүн уйғурлар билән әркин -азадә сөзлишип, уларниң шикайәтлирини аңлиялмидим. Әмма мениңчә уйғурлар үчүн әң хәтәрлик мәсилә, уйғур мәдәнийитиниң тәһдит астида қалғанлиқидур. Чүнки хитайниң уйғурларға қаратқан сиясити мушундақ давамлишивәрсә, алдимиздики бир нәччә йил ичидә уйғур мәдәнийити нурғун байлиқлирини йоқитип қоюши мумкин. Болупму хитайниң уйғурларға қаратқан маарип сиясити, уйғур оқуғучилириниң хитайниң ичкири өлкилиригә елип кетилиши, уйғур мәдәнийити үчүн наһайити хәтәрлик бир зәрбә һесаблиниду. Мән бир хитайниң шамин университетини зиярәт қилғинимда у йәрдики хитай профессорлар билән көрүштүм. Улар маңа университетида нурғун уйғур оқуғучиларниң оқуватқанлиқини ейтти. Хитай һөкүмити шәрқий түркистанниң һәр қайси районлиридин уйғур яш - өсмүрләрни хитайниң ичкири өлкилиригә елип келип, уларни бу йәрләрдики мәктәп вә университетларға орунлаштурмақта. Бу яш өсмүрләр хитайдики мәктәпләрдә оқуш җәрянида өз миллий кимликини йоқитип қоюши мумкин. Шундақла хитай һөкүмитиниң уйғуларға ислам диний тәлим тәрбийисини чәклишини, уйғур яш- өсмүрлириниң өз миллий мәдәнийитини йоқитип қоюшини техиму тизләштүридиған бир һәрикәт дәп қараймән. Мән хитай һөкүмити вә бәзи хитай мутәхәссислириниң шәрқий түркистанда ислам дини радикалилишиватиду дегән пикригә қошулмаймән. Мениңчә хитайниң һөкүмитиниң бу сиясити давамлашса шинҗаңда ислам пүтүнләй аҗизлап кетиду.
Бәргә мәлуматиңиз үчүн рәһмәт Yitzhak Shichor әпәндим.
Мунасивәтлик мақалилар
- Исраилийилик уйғуршунас Yitzhak Shichor билән сөһбәт(1)
- Ләғмән техникисини марко поло елип кәлгәнму яки өгинип кәткәнму? (1)
- Чәтәлликләрниң қаришида уйғурлар мәсилиси (2)
- Чәтәлликләрниң қаришида уйғурлар мәсилиси (1)
- Уйғурларниң дости түркийиниң сабиқ парламент әзаси орхан қавунчу әпәнди билән сөһбәт
- Уйғурларниң дости, түрк очақлири җәмийити нури гургур әпәнди билән сөһбәт
- Уйғурларға қизиққан түркологийә һәвәскари лоқман баран билән сөһбәт
- Уйғуршунаслиқ тәтқиқатлиридики төһпикар - қазақистанлиқ уйғур тарихшунаси, доктор гегел исһақоп(1)
- Түркийә милләт партиси башлиқи айқут әдибали әпәнди билән уйгур мәсилиси һәққидә сөһбәт
- Түркийә җумһурийити сабиқ ташқи ишлар министири мурат қараялчин билән сөһбәт