Уйғур балилирини ичкири өлкиләргә әвәтмәслик керәк
2004.09.06
Йеқинда, америкида турушлуқ доктор қаһар барат әпәнди, балиларни ичкиригә ишқа әвәтмәңлар дигән темида мақалә елан қилип, номуссиз адәм содигәрлириниң уйғурларниң балилирини хитай өлкилиригә елип кетип, уларни қул орнида сетип, түрлүк - түмән җинайәт йоллириға башлаватқанлиқини илгири сүрди.
Бу мунасивәт билән төвәндә мухбиримиз әқидәниң доктур қаһар барат әпәнди билән, балиларни хитай өлкилиригә әвәтиштин сақлиниш вә шуниңдәк ата- аниларниң бу җәһәттики мәсуллийәтлири һәққидә өткүзгән сөһбитини диққитиңларға сунимиз .
©
2005 Radio Free Asia