Барин инқилабиниң рәһбири зәйдин йүсүпниң йеқин сәбдиши абләт нур әпәнди билән сөһбәт (1)
-
2006-04-04 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Инқилабниң мәғлуп болуши, инқилабниң йоқилиши демәктур. Әмма, инқилабсизлиқ болса, милләтниң йоқилиши демәктур. Пишанимизгә "йоқалған милләт" дегән һақарәтлик тамға бесилиштин авал инқилабсизлиққа қарши қурбан беришкә тәйяр турушимиз керәк.
Буниңдин 16 йил илгири, йәни 1990-йили 4-айниң 5-күни уйғур аптоном раюниниң қизилсу қирғиз аптоном обласитиға тәвә болған ақту наһийисиниң барин йезисида, зәйдин йүсүп башчилиқида, хитай һакимийитигә қарши, қораллиқ һәркәт йүз бәргәниди. Бу 70 –йилларниң башлиридики шәрқи түркистан хәлқ инқилабий партийисиниң қәшқәр раюнида, хитай һакимийитигә қарши елип барған қораллиқ инқилабидин кейинки , көлими вә тәсири бир қәдәр чоң болған қораллиқ һәркәт һесаблиниду.
Хитай даирлири бу һәрикәткә аз сандики уйғур бөлгүнчилири тәрипидин елип берилған, дөләтни парчилаш мәқсәт қилинған әксилинқилабий қораллиқ топилаң, дәп баһа бәргән болса, 11-синтәбир вәқәсидин кейин бу һәркәтни еғир террорлуқ вәқәси, дәп чүшәндүрмәктә.
Амма уйғурлар бу һәркәтни зәйдин йүсүп башчилиқидики әзимәтләр уйғурларниң һор вә инсанчә яшаш ирадисини ашкарә оттуриға қойған, хитайниң мустәмликә сияситигә қарши, уйғурларниң мустәқиллиқни мәқсәт қилған милли инқилап дәп қарайду.
Бу вәқәниң оттуриға чиқиши вә хитай даирлири тәрипидин қаттиқ вастилар билән бастурилиши дуня җамаитиниңму алаһидә диққитини қозғиғаниди.
Барин қораллиқ инқилаби қандақ шараитта партлиди? бу һәркәтниң рәһбәрлириниң план-мәқсәтлири нимә иди? хитай даирлири ейтқандәк, бу интайин аз сандики аталмиш бөлгүнчиләрниң һәркитиму? дегәндәк соаллар һәққидә өз ваһтида бу һәрикәткә четилип, хитай турмилирида ятқан, шундақла бу һәркәтниң йолбашчилиридин зәйдин йүсүпниң йеқин сәбдиши болған, абләт нур әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Абләт әпәнди барин вәқәсиниң алдида, зәйдин йүсүп тәрипидин маралбеши наһийисигә, тәшвиқат хизмити үчүн әвәтилгән болуп, у бу һәркәт йүз бериштин икки ай бурун, хитай даирлири тәрипидин қолға елинған вә үч йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғаниди. 1997-Йили вәтинини тәрк етишкә мәҗбур болған, абләт әпәнди 2000-йилидин башлап канадада яшимақта.
Мунасивәтлик мақалилар
- Барин инқилабиниң рәһбири зәйдин йүсүпниң йеқин сәбдиши абләт нур әпәнди билән сөһбәт (2)
- Д у қ барин инқилабиниң 16 йиллиқи мунасивити билән баянат елан қилди
- Абдурешит һаҗим: зәйдин йүсүпни әсләймиз
- Барин қозғилиңиниң 15 йиллиқ хатирә күни (2)
- Барин қозғилиңиниң 15 йиллиқ хатирә күни (1)
- Абдуқадир әмәтниң ечинишлиқ сәргүзәштилири (1)