Уйғурлар тарихий һәм мәдәний намайәндилири намлириниң тавар маркиси қилип ишлитилиши муназирә пәйда қилмақта


2005.06.30

Нөвәттә уйғур елидә һәр хил шәкилдики ширкәт һәм мәһсулатларниң барғанчә көпийишигә әгишип, түрлүк маркилар барлиққа келиватқан болуп, бәзи карханилар өзлириниң мәһсулатлириниң йәрлик алаһидиликини гәвдиләндүрүш яки даңдар намлар арқилиқ истималчиларни қизиқтуруш үчүн уйғурларға хас болған тарихий, мәдәний намайәндиләрниң намлирини марка қилип бәс - бәстә ишләтмәктә.

Һәр қандақ кархана даңлиқ марка яритип базар игиләшкә уруниду әлвәттә, әмма бәзи уйғурларниң инкасиға қариғанда, һазир һәтта уйғурларниң мәдәний мираслири, тарихий ядикарлиқлири мәһсулат нами қилинғандин башқа аманнисахан, оғузхан, буғрахан дегәндәк уйғурлар улуғлап келиватқан тарихий шәхсләрниң намлириму һарақ, тамакиға охшаш мәһсулатларниң маркилири орнида ишлитиливатқан болуп, бу уйғур елидә марка һәққидә түрлүк мулаһизиләрни пәйда қиливатқан икән.

Бәзиләр "карханилар үчүн даңлиқ марка шу ширкәт -завутларниң мәһсулатниң күчини әкс әттүргәндәк, бир милләт тарихи һәм мәдәнийитидики намайәндиләр, шу милләтниң тарихи, мәдәнийәт йилтизи, миллийликиниң мәвҗутлиқини көрситип беридиған интайин чоңқур әһмийәткә игә мәниви һадисә.

Нөвәттә тавар ишләпчиқарғучиларниң пәқәт мәһсулатиниң сетилишинила ойлап, уйғурлар үчүн чоңқур мәнаға игә улуғларниң намлирини таварға айландуриши, болупму һарақ, тамакиға охшаш мәһсулатларға, рестуран, қавақханиға охшаш орунларға марка қилип ишлитиши, бу уйғурларниң мәдәнийити, диний өрүп - адәтлиригә һөрмәт қилмиғанлиқ һәтта миллий кәмситиш һесаблиниду" дигәндәк пикирләрдә болса, йәнә бәзиләр "уйғурларға һәм уйғур елигә хас болған намларниң марка болуп чоң базарларға селиниши, мәһсулатларниң даң қазинип, базар тепишидин башқа, уйғур ели һәм уйғурларниң тонулишиғиму пайдилиқ болуши мумкин" дәп қаримақта икән .

Марка сәвәбидин уйғурларда пәйда болған бу талаш- тартишлар чәтәлләрдики уйғур зиялийлардиму ойлиниш пәйда қилди. Бу мунасивәт билән биз америкида яшаватқан уйғур зиялийлиридин даңлиқ обзорчи сидиқ һаҗи рози әпәнди билән сөһбәт өткүздуқ .

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.