Хитай вә уйғур елидики мухбирлар түрлүк бесим вә зиянкәшликкә учримақта
2005.05.23
Һазир хитайда мухбирлар һөкүмәт тәрипидин түрлүк бесимларға учраш билән бир вақитта, җәмийәттиму һәрхил тәһдит вә зиянкәшликләргә дуч кәлмәктә .
Йеқинда гуаңдуң өлкисиниң җуңшән шәһиридә бир топ адәм "җәнубий пайтәхт гезити" ниң мухбири вин чоңниң өйигә бесип кирип, уни уруп, думбалап, қанға бойиған .Улар йәнә вин җуңниң қәләм тутидиған икки бармиқини чанивәткән һәмдә чаниветилгән бармақларни янчуқлириға селип елип кәткән .
Бу һәқтики мәлуматларни, мухбиримиз меһрибанниң хитай вә уйғур елидики мухбирлар дуч келиватқан түрлүк бесим вә тәһдитләр һәққидә тәйярлиған программисидин аңлаң.
©
2005 Radio Free Asia