Дуня миқясида аяллар һоқуқида омумйүзлүк илгирләш болди
2004.09.20
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати нопус фонди җәмийити йеқинда бир парчә доклат елан қилип, өткәнки 10 йилдин буян дунядики һәрқайси дөләтләрниң аяллар һоқуқини қоғдашқа күч чиқарғанлиқини, болупму аялларниң туғут ишлириға тиббий давалаш мулазимәтлирини йәткүзүш җәһәтләрдә илгирләшләрни һасил қилғанлиқини билдүргән. Униңда йәнә, буниң үчүн техиму көп мәбләғқә еһтияҗ болидиғанлиқи әскәртилгән.
Туғут нисбитини төвәнлитишниң әң үнүмлүк чариси аялларниң орнини яхшилаш
Б д т нопус фонди җәмийити 10 йил авал мисирниң пайтәхти қаһирәдә чақирған йиғинида, дуня бойичә туғут нисбитини төвәнлитиш вә кәмбәғәлләр нопусини азайтишниң әң үнүмлүк чарисиниң аялларниң орнини яхшилаш икәнликини оттуриға қойған иди. Мәзкүр фонди җәмийтиниң өткән һәптә елан қилған -2004йиллиқ дунядики һәрқайси дөләтләр нопус әһвали доклатида йәнә, 10йилдин кейинки бүгүнки күндә, дунядики тәрәққий қиливатқан дөләтләрниң кәмбәғәлләр нопусини азайтиш вә аялларға туғут давалаш шараитлирини яритиш қатарлиқ җәһәтләрдә көп илгирләшләрни қолға кәлтүргәнлики көрситилгән. Б д т фонди җәмийити баянатчиси омар гарзидин (Omar Gharzeddine) әркин асия радиомизниң зияритини қобул қилип, -1994йилидики қаһирә йиғинидин кейин, нурғун дөләтләрниң нопус мәсилисини һөкүмәтниң тәрәққият пиланида муһим орунға қойғанлиқини билдүрди:
" Асасий җәһәттин б д т нопус фонди җәмийити тәкшүрүш елип барған дунядики тәрәққий қиливатқан 151 дөләтниң һәммиси дигүдәк аяллар вә балиларниң һоқуқини қоғдайдиған мунасивәтлик қанун вә бәлгилимиләрни чиқарди. Буларниң арисида тәхминән 131 дөләт һөкүмәтниң авалқи бәлгилимилиригә өзгәртиш киргүзүп, аялларниң туғут һоқуқини қоғдашқа тиришти"
Аяллар һоқуқини қоғдаш толуқ капаләткә игә болмиди
Әмма б д т нопус фонди җәмийити доклатида йәнә, 10 йил авал қаһирәдә оттуриға қойған нишанларниң нөвәттә техи нурғун риқабәтләргә дуч келиватқанлиқини, буниң ичидики әң чоң риқабәтниң мәбләғ мәсилиси икәнликини билдүргән. Буниңдин сирт йәнә тәрәққият тәкши болмаслиқ мәсилилириму мәвҗут болмақта. Бу һәқтә гарзидин әпәнди мундақ дәйду:
" Пүтүн дуня миқясидин қариғанда, тиббий давалиниш түзүлмиси һәмдә байлар вә кәмбәғәлләр оттурисида чоң пәрқ мәвҗүт. Һәтта бәзи дөләтләрдә аяллар һоқуқини қоғдаш толуқ капаләткә игә болмиди. Пүтүн дуня бойичә һазир тәхминән 350 милйон аял туғут сағламлиқи тәрәптин һечқандақ ярдәмгә еришәлмиди. Һәмдә һәр йили дуняда 5 йүз миңдин көп аял туғутта өливатиду. Әсли буниң алдини алғили болмайдиған бир иш әмәс иди".
Уйғур елидики аялларниң һоқуқи еғир дәпсәндә қилинмақта
Аяллар һоқуқи җүмлидин уйғур елидики аялларниң вәзийити һәққидә тохталғинимизда, бу алди билән хитайниң уйғур елидә йүргүзиватқан пиланлиқ туғут сияситигә берип тақилиду. Радиомизниң һәқсиз линийиси арқилиқ болсун яки уйғур елидин кәлгәнләр болсун һәммиси дигүдәк, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә пиланлиқ туғут сияситини җиддий йүргүзүп, аялларниң қосақтики балилирини мәҗбурий алдуриветиши аялларниң кишилик һоқуқини еғир дәриҗидә дәпсәндә қилғанлиқ һесаблинидиғанлиқини илгири сүрди. Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған чәтәлдә яшаватқан халидә ханим вә руқийә ханим өз көз қарашлирини оттуриға қойди:
Бирләшкән дөләтләр тәршкилати нопус фонди җәмийти доклатида йәнә, бай дөләтләрниң аяллар сағламлиқиға аҗритидиған нәччә милярд доллар пулни қисқартишиниң, мәзкүр программиниң мәбләғқә болған еһтияҗини техиму ашуривәткәнликини билдүрди. Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка презденти җорҗ W буш бу йил б д т нопус фонди җәмийитигә беридиған 34 милйон америка доллири ярдәм пулини тоңлитип қойғанлиқини җакарлиған. Буниң сәвәби, мәзкүр б д т нопус фонди җәмийити хитайниң мәҗбурий бала алдуруш программисиға иқтисадий ярдәм бәргән. (Пәридә )