Уйғур мәктәплиригә оқутқучи йетишмәсликтики һәққиқи сәвәб немә?
2006.07.14
Уйғур аптоном районлуқ маарип назаритидин игилинишичә, уйғур елидики йеза - қишлақларни асас қилған оттура һәм башланғуч мәктәпләргә җәмийәттин оқутқучи тәклип қилишқа тизимлитиш 7 - июл күни ахирлашқан болуп, оқутқучилиққа тизимлатқанлар 18миңдин ашқан. Бу қетим қобул қилинидиған сан җәми 1595 болуп, демәк һәр 10 киши бир оқутқучилиқ орнини талишидикән.
Маарип назаритиниң һөҗҗитидин ашкарилинишичә, оқутқучи қобул қилиш имтиһаниға тизимлатқанларниң ичидә уйғур елидин башқа йәнә, хитай өлкилиридин җәми 801 киши тизимлатқан.
Бу қетимлиқ йеза- қишлақлардики оттура - башланғуч мәктәп оқутқучилиқиға тизимлатқанлар ичидә йәнә 224 нәпәр докторлуқ унвани алғанлар һәмдә 20 нәпәр аспирантлар бар икән. Гәрчә бу тизимлатқанларниң ичидә 31 хил милләт барлиқи дейилгән болсиму, әмма униң ичидә уйғурларниң қанчилик нисбәтни игиләйдиғанлиқи елан қилинмиди.
Йәниму җиқ оқутқучи қош тил маарипини күчәйтиш үчүн қобул қилинмақчи
Хитай һөкүмити пиланида кейинки бәш йилда уйғур елидики йеза мәктәплиригә йәнә 7500 оқутқучини җәмийәттин мушундақ усул арқилиқ пиланлиқ қобул қилмақчи икән.
- Бу санлар уйғур ели маарипиниң йәни бир қәдәр арқида саниливатқан уйғур йеза- кәнт маарипиниң тәрәққий қиливатқинини көрситәмду? - яқ. - Мәктәпләрниң сани көпәйгәчкә оқутқучиларниму көпәйтмәкчиму? - яқ. - Ундақта йеза мәктәплиридә оқуғучилар бирдинла көпийип кәттиму? - яқ. - Йеңидин бунчә көп сандики оқутқучилар қобул қилинса, илгири маарип сепидә хизмәт қиливатқан оқутқучилар қени ? - чүнки йезилардиму уйғур мәктәплирини хитай мәктәплири билән бирләштүргәндин кейин хитай тилида дәрс өтәлмигәнләр шалливетилди.
Мана бу мәлум йезидики башланғуч мәктәптин хитай тилида дәрс өтәлмәйду дегән сәвәб билән мунбәрдин қоғланған шундақ сансиз оқутқучиларниң бириниң җаваби.
Уйғур йеза маарипида немә үчүн оқутқучи йетишмәслик келип чиқиду ? дегән темиға хитай һөкүмити елан қилған мулаһизә характерлик мақалилиридә "уйғур ели маарипиниң болупму йеза маарипиниң асасий бош, оқутқучиларниң сапаси омумйүзлүк төвән, хитай тили сәвийиси аҗиз, кәспи сәвийиси чәклик, һазирқи маарип тәрәққияти һәм сәвийиси билән маслишалмиди" дегәндәк җүмлиләрни көримиз. Әмма уйғур зиялийлири бу сәвәбләргә нисби қарайду. Улар уйғур маарипида оқутқучи йетишмәслик мәсилисини йәнила хитай һөкүмитиниң "қош тиллиқ маарип" намида миллий маарипни хитайчилаштуруш сиясити кәлтүрүп чиқарғанлиқини ипадилимәктә.
Биз уйғур елидә немә үчүн оқутқучи йетишмәй қалди? дегән соалға җаваб тепиш үчүн хитай һөкүмитиниң уйғур ели маарипида йүргүзүватқан җиддий сиясәтлирини тәкитләп өтүшимизгә тоғра келиду.
Хитайчилаштуруш маарип сиясити вә униң нәтиҗиси
Уйғур ели маарип назаритиниң 2006йили 6 - айниң 26 - күни тарқатқан" аптоном районниң аз санлиқ милләтләр қош тил маарипини күчәйтиш һәққидики пикри" намлиқ ички һөҗҗитидин ашкарилинишичә, хитай һөкүмити уйғур елиниң йеза- қишлақлирида "қош тиллиқ маарипни" күчәйтиш үчүн 2006 - йилидин башлап 2010 - йилиғичә җәмий 430 милйон йүән мәбләғ аҗратқан.
2000 - Йилидин башлап хитай партийә вә һөкүмәт даирилири уйғур районида қош тиллиқ маарип ислаһати намида елип бериватқан маарипни хитайчилаштуруш һәрикитини йәниму күчәйткән. Йәни улар қош тиллиқ маарипини зор күч билән йолға қоюш намидики мәхсус қарар мәзмуни бойичә хитай тили маарипини миллий башланғуч мәктәпләрниң биринчи йиллиқидин башлиди, йәни барлиқ асаслиқ дәрс вә тәбиий пән дәрслирини хитайчә оқутуш, униңға қошумчә ана тил дәрси намида уйғур яки башқа аз санлиқ милләт тил әдәбият дәрсини киргүзүштәк, һазирқи миллий маарип әндизисигә чоң үзгириш киргүзди.
Йәни уйғур елидики алий мәктәпләрдә барлиқ асаслиқ дәрсләр хитайчилаштурулғандин кейин, уйғур елидики барлиқ уйғур башланғуч - оттура мәктәпләр -2005 йилиниң ахириғичә хитай мәктәплири билән бирләштүрүвитиш қарарини алди.
Хитай коммунистик партийисиниң уйғур райониға қойған секретари ваң лечуән қош тиллиқ маарипни күчәйтиш һәққидә сөзләп" бундин кейин қош тил билмигәнләр оқутқучи болмайду " дәп қаттиқ позитсийә билән тәкитлиди.
Буниң билән тәң барлиқ аз санлиқ милләт оқутқучилириға қош тиллиқ болуш тәлипи қоюлуп "оқутқучилиқ лаяқәт кинишкиси" болмиғанларниң оқутқучилиқ қилиш салаһийити болмайду дәп бу кинишкигә еришиш үчүн барлиқ оқутқучиларниң кәспи сәвийә имтиһанидин башқа, хитай тили сәвийә имтиһаниниң юқири дәриҗилиридин өтиши шәрт қилинди. Буниң билән уйғур миллий маарип сепидә хизмәт қилип келиватқан сансиз тәҗрибилик оқутқучилар маарип сепидин айрилишқа мәҗбур болди. Әпсус бу өзгиришләр қандақтур уйғур миллий маарипиға тәрәққиятлар елип кәлмәстин пәқәт уни йәниму хитайчилишишқа қарап давалғуди.
Уйғур миллий маарипи сепидики оқутқучилар шаллиниш билән тәң сиясий бесимға дуч кәлди
Хитай һөкүмити миллий маарипта зор өзгириш ясаш билән тәң диққити ноқул маарипқила әмәс, бәлки уйғур маарип саһәсиниң муқимлиқиға қаратти. Чүнки йеқинқи йиллардин буян уйғур миллий маарипини шиддәт билән хитайчилаштуруш уйғурларда болупму уйғур маарипчиларда наразилиқларни пәйда қилған иди, хитай һөкүмити уйғур ели маарипиниң муқимлиқидин әндишә туйди.
Хитай һөкүмити уйғур елидә қош тиллиқ маарипи намида елип бериватқан миллий маарипни хитайчилаштуруш сияситиниң тосалғусиз оңушлуқ елип берилиши үчүн, 2004 _ йили өктәбирдә уйғур елидики һәр қайси дәриҗилик маарип идарә башлиқлири вә партком секритарлирини йиғип мәхсус курс ачти. Курстантларға маарип саһәсидә сиясий муқимлиқни сақлашта һошярлиқни күчәйтишни, миллий бөлгүнчиликкә қарши турушни әң асаслиқ хизмәт сүпитидә тутушни тәкитлиди.
Нөвәттә уйғур ели маарип саһәсидики оқутқучи, хизмәтчиләр вә оқуғучилар сани 4 милйон 600 миңдин артуқ болуп, пүтүн уйғур ели нопусиниң төттин бирини игиләйду. Шуңа хитай һөкүмити бу зор зиялийлар сепиниң муқимлиқини сақлашни уйғур елиниң муқимлиқини сақлашниң асаси дәп тониди.
2004 - Йил сентәбирдә йеңи оқуш мәвсуми башлиниши билән, уйғур елидики хитай партком муавин секретари нур бәкри уйғур оқуғучиларға вәтәнпәрвәрлик, милләтләр иттипақлиқини күчәйтиш, миллий бөлгүнчиликкә қарши туруш идийиви тәрбийисини күчәйтиш һәққидә арқа - арқидин сөз қилди.
Узун өтмәйла барлиқ башланғуч вә оттура мәктәп дәрсликлиригә хитай түзгән аталмиш шинҗаң тарихи дәрсини киргүзүп, мәхсус дәрслик арқилиқ уйғур балилирини кичикидин тартип хитайни ана вәтиним дейишкә, уйғур диярини хитайниң әзәлдин айрилмас бир қисми болған шинҗаң дәп тонушқа өгәтти.
Қош тиллиқ маарип йәсли маарипиғичә кеңәйтилди
Нөвәттә қош тиллиқ маарип сиясити уйғур елиниң 56 наһийә, 543 йеза - кәнтләрдики 1009 мәктәптә иҗра қилиниватқан болуп, һазирғичә 6456нәпәр оқутқучи қош тил маарипини күчәйтиш үчүн қобул қилинған. Әмма қанчилик сандики миллий оқутқучиларниң иштин бошутулғанлиқи һәққидики санлиқ мәлуматлар қәтий мәхпи тутулмақта. Нөвәттә әмди хитай һөкүмити маарипни хитайчилаштурушни бағча балилиридин башлимақта. Нөвәттә уйғур елиниң 56 наһийисидики бағчиларда балилар сани 250 миңдин артуқ болуп, қош тил оқутуши үчүн 6456 нәпәр оқутқучи қобул қилинған.
Хитай һөкүмити бир қанчә йилдин буян уйғур елидики оттура - башланғуч мәктәпләргә хитай тилида дәрс беридиған оқутқучи йетишмәйду дәп хитай өлкилиридинму оқутқучиларни тәклип қилмақта. Мана булардин немә үчүн уйғур елиниң йеза маарипида оқутқучи йетишмәслик келип чиқиватқанлиқиға җаваб тапалисақ керәк.
Нөвәттә маарип назаритиниң, йеза- кәнт мәктәплиригә уйғур елидинла әмәс бәлки пүтүн хитай бойичә җәмийәттин оқутқучи қобул қиливатқанлиқи хитай һөкүмитиниң уйғур миллий маарипини аста -аста хитайчә оқутушқа йүзләндүрүшигә нарази болуватқан уйғурларниң наразилиқини техиму ашурмақта. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- HSK Имтиһани уйғур елидики уйғурларниң һаятини қийинлаштурмақта(1)
- Бу йил оқуш пүттүргән уйғур оқуғучиларниң хизмәт тепиши тәскә чүшмәктә
- Хитай һөкүмити нимә үчүн уйғур райониға һәрбий офитсерларни орунлаштурушни "муһим нуқтиниң муһими" дәп тәкитләйду?
- Уйғур пәрзәнтлирини хитайчә мәктәптә оқутуш қандақ ақивәтләрни елип келиду
- Вақитлиқ оқутқучилар ишсиз қелиш алдида турмақта
- Уйғур миллити ахирқи нәписини еливатиду(2)
- Уйғур миллити ахирқи нәписини еливатиду(1)
- Алий мәктәп оқуғучилири дуч келиватқан мәсилиләр
- Уйғур елидә елип бериливатқан қош тиллиқ маарип уйғур оқутқучиларға немиләрни елип кәлди?
- Чәтәлләрдики уйғур зиялийлири хитайчилаштуруш маарипини тәнқид қилмақта
- Хитайлаштуруш маарипи уйғурларни әндишигә салмақта
- Уйғур оқутқучилар маарипни хитайчилаштуруш сиясити җәрянида қандақ бесимларға учраватиду?
- Қош тил маарипи техиму күчәйтилмәктә
- Хитай һөкүмити оттуриға қойған йеңи йеза маарип сиясити қандақ иҗра қилиниватиду?
- Хитай һөкүмитиниң йеза маарипиға көпләп мәбләғ селиш қарари уйғур ели маарипиға қандақ тәсирләрни елип келиду?
- Уйғур елидә күчәйтиливатқан қош тиллиқ оқутуш сияситигә болған инкаслар
- Исмаил тиливалди қош тиллиқ оқутушниң сүритини техиму тезлитишни тәләп қилди
- Уйғур яшлириниң әһвали еғирлашмақта
- Хитай вә уйғур елидики маарипниң сүпити начар болмақта
- Кеңәйтип оқуғучи қобул қилиш техиму көп оқуш пүттүргәнләрни ишсиз қалдурмақта