Америка вә уйғур мутәхәссислириниң қош тиллиқ маарипқа болған көз қариши

Йеқинқи йиллардин бери, хитай һөкүмити уйғур елидә қош тиллиқ маарипи йолға қоюватқан болуп, радиомизниң зияритини қобул қилған уйғур елидики оқутқучи вә оқуғучилар, бу хил маарипниң яхши үнүм беридиғанлиқиға гуман билән қарайдиғанлиқини вә буниң уйғур тилиниң бара-бара йоқилишиға йол ачидиғанлиқини билдүрмәктә.

Ундақта, хитай йүргүзүватқан қош тиллиқ маарипниң мәқсити немә? у немә нәтиҗиләрни елип келиду? бу җәһәтләрдә көзқаришини елиш үчүн биз америкидики даңлиқ харворд университетида тилшунаслиқ саһәсидә докторлуқ унванини алған, һазир йел университетида оқутқучилиқ қиливатқан қаһар барат әпәндини вә америка окланд университетиниң тарих факултети профессори, уйғурлар һәққидә көп издәнгән вә нурғун мақалиларни елан қилған тарихшунас линда бенсон (Linda Benson) ханимни зиярәт қилдуқ.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org