Уйғур оқутқучилар‏ маарипни хитайчилаштуруш сиясити җәрянида қандақ бесимларға учраватиду?


2006.02.08

Хитай һөкүмити "қош тиллиқ маарип" намида уйғур маарипини қәдәмму -қәдәм хитайчилаштурмақта. Хитайниң уйғур елигә қойған секретари ваң лечүәнниң аз санлиқ милләт тили нөвәттики пән техника тәрәққиятниң сүритигә йетишәлмәйватиду дегән сәпсәтиси билән, нөвәттә уйғур елидики барлиқ алий мәктәпләрдә асаслиқ дәрсләр хитай тилида өтүлидиған болди. Башланғуч -оттура мәктәпләрдиму хитайчә маарип мас қәдәмдә күчәйтилмәктә.

Уйғур миллий маарипниң түврүки болған уйғур оқутқучилири қош тиллиқ маарип намидики маарипни хитайчилаштуруш сиясити җәрянида қандақ бесимларға дуч кәлди ? улар немиләрни ойлайду? буни мухбиримиз гүлчеһрәниң илгири башланғуч мәктәп оқутқучиси болған меһрай ханим билән өткүзгән сөһбитидин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.