Уйғур елидики әйдизни контрол қилиш үчүн аммиви тәшкилатлар мәйданға чиқмақта


2005.04.28

Хитай һөкүмитиниң елан қилған доклатлиридин мәлумки, нөвәттә уйғур ели мәйли әйдизләр сани җәһәттә яки тарқилиш тезлики җәһәттә болсун, әйдиз мәсилиси әң еғир районларниң бири һесаблиниду.

Уйғурлар юқири нисбәтни игиләйду

Игилишимизчә уйғур елидики мәлум болған әйдизләрниң йигирмә миңға йәткәнлики, уларниң 90٪тин көпрәкиниң уйғурлар икәнлики, шундақла буларниң асасән зәһәрлик чекимликни ортақ окул қилип уруш арқилиқ юқумланғанлар икәнлики мәлум.

Гәрчә уйғур елидә әйдиз мәсилисиниң еғирлиқи тилға елинғанлиқиға 10 йил болған болсиму, һазирға қәдәр, һөкүмәт тәрәптин мәхсус әйдиз тәтқиқат оргини яки әйдиз дохтурханиси қурулмиған. Гәрчә уйғур елидә һөкүмәт тармиқида җинсий кесәлликләр һәмдә әйдизниң алдини елиш җәмийити намида бир орган қурулған болсиму, буларниң уйғур елидә елип бериватқан хизмити асасән, әйдизгә қарши тәрбийиви - тәшвиқат ишлирини елип бериш биләнла чәкләнмәктә.

Халис кишиләр оттуриға чиқмақта

Уйғур елидә әйдиз вәзийити шунчә кәскин болсиму әмма буниң үчүн елип бериливатқан алдини елиш ишлириниң йетәрлик болмаслиқи шундақла мунасивәтлик даириләрниң үнүмлүк тәдбир қолланмайватқанлиқи җәмийәттики бәзи халис кишиләрниң әйдизни конторул қилиш үчүн халис һәрикәт қоллинишиға сәвәб болған.

Уйғур елидә әйдиз тәлим - тәтқиқат түрлири бойичә халисанә хизмәт ишләватқан мәлум аммиви тәшкилатниң исмини ашкарлашни халимиған тәшкилат мудири зияритимизни қобул қилип, мәзкур тәшкилатниң нөвәттә җәмийәтниң шундақла хәлқаралиқ әйдиз тәтқиқат фонди орунлириниң уйғур елидики әйдиз мәсилилиригә көңүл бөлүшини қолға кәлтүрүш үчүн мәхпий издиниватқанлиқини еһтиятчанлиқ билән билдүрди.

Халис киши билән сөһбәт

Халис киши - Бу мәсилә бир қәдәр назук, мән бихәтәрлик йүзисидин бизниң тәшкилат намимиз һәмдә исмимни ашкарлашни халимаймән, бәлким һазирниң өзидиму телефонда дейишкән сөзлиримиз, нәзәр астида болиши мумкин. Уйғурларниң әйдиз мәсилигә көңүл бөлүш үчүн тәшкилләнгән бу паалийәтни мән уюштурған. Мән өзәм шинҗаңлиқ әмәс, мениң әсли кәспим муһит асраш иди әмма мән уйғур райониға кәлгәндин кейин бу йәрдә муһит мәсилилиридинму бәкрәк еғир мәсилиниң барлиқини көрүп ичим ечишти, у болсиму әйдиз мәсилиси. Шуңа мән бу мәсилигә көңүл бөлидиған алий мәктәп оқуғучилири һәмдә мунасивәтләр арқилиқ бир қисим җәмийәт әзалирини уюштуруп, күчимизниң йетишичә, әйдизгә қарши иш қиливатқан хәлқаралиқ тәшкилатларниң деққитини тартишқа тиришимиз, шу арқилиқ уйғур елиниң әйдиз ишлири үчүн ярдәм қилмақчи.

Мухбиримиз - Билишимизчә уйғур аптонум районида мәхсус әйдизниң алдини елиш җәмийити дәп бир җәмийәт бар икәнғу, силәрниң у тәшкилат билән алақәңлар йоқму?

Халис киши - У сиз дәватқан әйдизниң алдини елиш җәмийити, һөкүмәтниң башқуришидики бир җәмийәт, чүшәндиңизму ? шуңа униң немә иш қилиши пүтүнләй һөкүмәтниң контуруллиқида, биз болсақ бир халисанә әркин гуруппа. Биз мушу характеримиз билән техиму җиқ иш қилалаймиз дәп ойлаймиз. Чүнки әйдизниң алдини елиш җәмийити һазирға қәдәр әйдизләр үчүн һечқандақ иш қилип бақмиди.

Мухбиримиз - Ундақта сизниңчә, силәрниң қиливатқан бу әһмийәтлик ишлириңлар һөкүмәтниң қоллишиға еришәлмәмду?

Халис киши - Шундақ һөкүмәт бизни қарши алмайду, биз өзимизни тизимғиму алдурмидуқ, чүнки бизниң қилидиған ишлиримиз шинҗаңниң вәзийитигә һәмдә буйәрдики әмәлий әһвал билән зиддийәтлик. Шуңа бу ишни наһайити еһтият билән елип бериватимиз. Болупму уйғур елидә әйдизләр асасән уйғурлар болғачқа бу мәсилә бу җайда бир миллий мәсилә һисаплинидикән. Башқа әйдиз еғир болған җайлардин пәрқлиқ. Шуңа бизниң ишлиримни рәсми башлиғичә, йәни һөкүмәт орунлириниң қоллишиға еришкичә болған арилиқта, еһтият билән паалийәт қилмисақ болмайду. Һазирниң өзидиму телифонни аңлаватқан болса қандақ болар дәп җиддийлишиватимән.

Мухбиримиз - Ундақта әң ахирқи бир соалимни сорай, сизниңчә уйғур елидә әйдизниң бундақ тез һәм кәң даиридә ямришиға немә сәвәб болған ?

Халис киши - Буниңға җаваб бериштин қорқимән. Мушу йәргичә болсун, бизниму бәк ашкарливәтмәсликиңларни үмид қилимән. Хәйр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.