Давалаш суғуртиси уйғур деһқанлириға мәнпәәт йәткүзәләмду?
2005.04.22
Йеқиндин буян уйғур елидики һөкүмәт сәһийә шундақла суғурта шеркәтлири, уйғур елидики хәлқниң давалиниш ишлирини суғуртиға қатнаштуруш һәмдә һәмкарлишип давалаш програмлириға қатнаштуруш арқилиқ асасий суғурта түзүмидә ислаһат елип бармақта.
Уйғур ели хәвәр ториниң хәвиригә қариғанда, бу йилдин башлап уйғур елида давалаш асасий суғуртисиниң қаплаш даириси кеңәйтилидикән. Йәни давалаш асасий суғуртиси буниңдин кейин, вәйран болған карханилардин дәм елишқа чиққан вә хизмәттин қалғанлар, наһийә базарлардики ишсиз амма, мейиплар һәмдә алаһидә турмуш қийинчилиқи барларниму суғуртиға қатнаштуридикән.
Униңдин башқа бу йилдин башлап хитай һөкүмити уйғур елиниң йеза -кәнтлиридики деһқан -чарвичиларни асасий нуқта қилип һәмкарлишип давалашни йолға қойиватқан болуп, буниң билән деһқанларни омумйүзлүк давалаш асасий суғуртисиға қатнаштурушни кеңәйтмәктә икән.
Хитай һөкүмити йүзргүзмәкчи болған бу давалаш суғуртиси деһқанларға мәнпәәт йәткүзәләмду? бу һәқтики мәлуматларни, мухбиримиз гүлчеһрәниң программисидин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай келәр йилидин башлап деһқанлардин алидиған беҗини әмәлдин қалдурмақчи
- Хитайдики вә уйғур елидики намрат районларниң сәһийә мәсилиси
- Дуня банкиси, хитайниң дуня сода тәшкилатиға кириши деһқанларға чоң зиян болди
- Уйғур елидики баҗ ислаһати һәққидә сидиқ һаҗи рози әпәнди билән сөһбәт
- Уйғур елиниң йезилирида елип бериливатқан баҗ ислааһатиниң ақивәтлири