Шәрқий түркистан инқилаби җәңчилириниң әслимилири (2)


2006.11.15

shamil-almasbek-150.jpg
Шамил алмасбәк әпәнди

1933 - Йили,12 - ноябир күни қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийити һәмдә 1944 - йилидин 1949 – йилиғичә уйғур дияриниң шималийидики үч вилайәттә мәвҗут болған шәрқи түркистан җумһурийити уйғурларниң һазирқи заман тарихидики муһим бир сәһипә болуп, уйғурлар өзлириниң мәзкур шанлиқ тарихидики сабит дамоллам, хоҗа нияз һаҗим, муһәммәд имин буғра, әлихан төрә, әхмәтҗан қасими қатарлиқ даһийларниң азадлиқ йолидики хәлқни тәшкилләш вә рәһбәрлик қилиштәк сияси паалийәтлири, абдунияз бәг, ғени батур, ризвангүл қатарлиқ йүзлигән қәһриманларниң иш - излирини даим яд етишмәктә.

Һазир, 1944 - йилидин 1949 - йилиғичә давамлашқан шәрқий түркистан инқилабиға қатнашқанларниң сани күнсайин азлимақта. Һаят яшаватқан бир қисим пешқәдәм җәңчиләр өзлириниң әйни йиллардики паалийәтлирини әсләп өтти.

Мухбиримиз үмидвар бүгүн миллий армийә сепидә узун йил дохтурлуқ хизмити елип барған, уйғурларниң тунҗи һәрбий дохтурлиридин бири, һазир ташкәнт шәһиридә яшаватқан 77 яшлиқ дохтур шамил алмасбәк әпәндини зиярәт қилди.

Шамил ака 1929 - йили туғулған болуп, төт йил миллий армийидә ишлигән. 1951 - Йилидин 1958 - йилиғичә бейҗиң тиббийуниверситетидә оқуған һәмдә 1960 - йилидин етибарән ташкәнттә дохтурлуқ хизмити билән шуғулланмақта.

Шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити һәқсиз давалаш йолға қойған

doxturlar-300.jpg
Шәрқий түркистан миллий аримийиси дохтурханисиниң рәһбәрлири вә хизмәтчилри

Шамил акиниң ейтишичә, шәрқий түркистан җумһурийитиниң сәһийә ишлири бәлгилик дәриҗидә тәрәққи қилған болуп, һөкүмәт қармиғида дохтурханилар, сақлиқни сақлаш понкитлири тәсис қилинип,һәқсиз давалаш йолға қоюлған. Һәр қандақ бир пуқраниң һәқсиз кесәл көрситиш вә давалиниш һоқуқи бар болған. Һөкүмәт мәбләғ аҗритип, пуқраларға чечәктин мудапиәлиниш ваксинилирини һәқсиз урған.

Миллий армийә давалаш ишлириға алаһидә көңүл бөлгән

Миллий армийиниң ғулҗа шәһиридә баш һәрбий госпитали ( һәрбий дохтурхана) бар болуп, буниңдин башқа йәнә һәр қайси полкларниң сәһийә бөлүмлири болған һәмдә һәр қайси, баталийон, рота, визвотларда тиббий хадимлар хизмәт елип барған болуп, уларниң ичидә көплигән шәпқәт һәмширилириму бар иди. Қәһриман уйғур қизи ризвангүл әнә шуларниң биридур.

Ғулҗидики баш һәрбий госпитал қармиғида тиббий хадимларни тәрбийиләш бойичә үч айлиқ, алтә айлиқ курс, кейин мәхсус үч йиллиқ курс ечилған болуп, бу илидики тиббий техникомға асас болған иди. Инқилабниң дәсләпки күнлиридә шәпқәт һәмширилири вә тиббий хадимлар он нәччә күн тәйярлиқтин өткүзүлүпла, җәң мәйданлириға әвәтилгән болуп, улар һәрәмбағ, җиң –шихолардики җәңләрдә аҗайип батурлуқ көрсәткән. Уйғур, қазақ, татар вә рус қизлири әрләр билән биргә алдинқи сәпләрдә бир яқтин җәң қилса, йәнә бир яқтин яридарларни қутқузғанлиқи үчүн улар җәңчи - офитсерләрниң юқири баһасиға вә һөрмитигә еришкән иди.

Һәрәмбағ җәң мәйданида қурбан болған 19 яшлиқ ризвангүл ямғурдәк йеғиватқан оққа қаримай, яридар җәңчиләрни қутулдурған болуп, униң қәһриманлиқи әйни вақитта "азад шәрқий түркистан" гезитидә елан қилинған һәмдә уйғур қизлириниң батурлуқиға символ қилинған иди.

Инқилабиң дәсливидә миллий армийә баш дохтурханисини полковник унванидики махмуд розибақийев исимлик совет иттипақилиқ уйғур киши башқурған. Кейин, йәрликләрдин ниғмәт дохтур башқурди. Улар биваситә миллий армийә баш қоманданлиқ шитабиға һәмдә җумһурийәт сәһийә министирлиқиға қарайтти.

Шамил алмасбәк әпәнди башта үч айлиқ курста оқуған, кейин дохтур һаким җаппар яруллабекоп ачқан мәхсус үч йиллиқ курсни түгәткән һәмдә баш штаб дохтурханисида хизмәт қилған иди. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.