Шәрқий түркистан инқилаби җәңчилириниң әслимилири (1)


2006.11.13

zunun-arzuyof-et-200.jpg
Зунун арзуйев әпәнди миллий армийә формиси билән

1944 - Йилидин 1949 - йилиғичә давамлашқан шәрқи түркистан җумһурийити уйғурларниң һазирқи заман тарихидики муһим бир сәһипә болуп, уйғурлар өзлириниң мәзкур шанлиқ тарихидики әлихан төрә, әхмәтҗан қасими қатарлиқ даһийларниң азадлиқ йолидики хәлқни тәшкилләш вә рәһбәрлик қилиштәк сияси паалийәтлири, ғени батур, ризвангүл қатарлиқ уруш қәһриманлириниң иш-излирини даим яд етишмәктә.

Һазир әйни вақиттики инқилабқа қатнашқанларниң сани күнсайин азлимақта. Алма-ата шәһиридә яшаватқан 83 яшлиқ зунун арзуйев ака әйни вақитта миллий армийиниң подполковник унваниға еришкән офитсери болуп, у көплигән җәңләргә қатнашқан. У, өз мухбиримиз үмидварниң зияритини қобул қилип, бешидин өткүзгән мусапилирини сөзләп бәрди.

Зунон арзуйев ака 1923-йили ғулҗида туғулған, 1937-1940-йили үрүмчидики өлкилик дарил муәллиминдә лутпулла мутәллип, абдурейим өткүр қатарлиқлар билән биргә оқуған һәм кейин мал дохтурлуқ кәспи өгәңән. У, 1945 - йили март ейида миллий армийә сепигә қатнишип, шималий фронттики җәңләрдә тарбағатай вә алтай вилайәтлирини азад қилиш сәплиридә җәң қилған һәмдә кәңсай атлиқ полк шитабида атларниң сағламлиқи, давалаш ишлириға мәсул командир (қомандани) болған.

У 1946-йили ғулҗиға йөткилип, миллий армийә баш қоманданлиқ шитабида комендантлиқ ( қоғдашқа мәсул) вәзиписини ақтурған. 1947-Йили бандит тазилаш җәңлиридә болған. 1950-Йилидин кейин һәрбий сәптин бошап, мал дохтурлуқ саһәсидә хизмәт қилғандин кейин 1958-йили қазақистанға көчүп чиқип, алмутиға йәрләшкән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.