Мәсүмҗан зулпиқаропниң миллий инқилаб һәққидики баянлири
2004.11.17

Америкиниң пайтәхти вашингтон шәһиридә 12-ноябир күни өткүзүлгән шәрқий түркистан җумһурийитини хатириләш паалийитигә қатнишиш үчүн кәлгән шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилабиниң қатнашқучиси, миллий армийиниң капитани, язғучи мәсумҗан зулпиқароп әпәнди 17-ноябир күни радио истансимизни зиярәт қилип, өз мухбиримиз үмидвар билән сөһбәт өткүзди, у өзиниң һаят мусапилири болупму шәрқий түркистан җумһурийитини қуруш урушлириға қатнишиш җәрянида көргән-билгәнлири вә һес қилғанлири һәққидә тохталди.
Мәсүмҗан зулпиқароп, миллий армийиниң батур офитсирлиридин болупла қалмастин бәлки, у атақлиқ язғучи вә шаирдур. У, қазақистанға көчүп чиққандин кейин, илгири-кейин 2 томлуқ тарихий роман"янар тағлар" ни нәшр қилдурған. Буниңда 1865-1883-йиллирида илида йүз бәргән уйғур хәлқиниң қозғилиңи вә или султанлиқиниң әһвали сөзлиниду. Мәсүмҗан зулпиқароп әпәнди лутфулла мутәллипниң һаяти һәққидиму 1970-йилларда уйғурлар арисида тунҗи қетим роман йезип нәшр қилдурған , йеқинда у йәнә "сәррап" дегән темидики икки томлуқ тарихий романиниң 1-томини китабханлар билән йүз көрүштүрди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Қазақистан уйғур миллий җәмийитиниң муавин рәиси ваққас аббас әпәнди билән сөһбәт
- Ғулҗа қозғилиңи вә шәрқий түркистан җумһурийити
- Шәрқий түркистанниң азадлиқи йолида қурулған дәсләпки тәшкилатлар
- Тарихшунас иклил қурбан билән сөһбәт
- Миллий азадлиқ инқилабниң партлиши
- Инқилапниң башлинишидики асасий сәвәб
- Шәрқий түркистан җумһурийитиниң баш катипи абдуроф мәхсум билән сөһбәт