Хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң уйғур елиға кириштики шәрт һәм сәвәблири
2004.11.19
Уйғур елидики хитай хәвәр тор бәтлиридин ашкарилинишичә, нөвәттә хитайниң уйғур елидә турушлуқ һәрбий районидики хитай әскәрләр, хитай азадлиқ армийисиниң уйғур елиға киргәнликиниң 55 йиллиқини тәбрикләш мунасивити билән "шинҗаңниң тарихини әстә чиң сақлап, җоңгониң муқимлиқи үчүн давамлиқ хизмәт көрситәйли" дигән шоарлар билән һәрхил паалийәтләрни уюштурмақта икән.
Гәрчә хитай һөкүмити қизил армийисиниң буниңдин әллик бәш йил бурун уйғур елини азат қилишқа келип, һазирға қәдәр уйғур елини гүлләндүрүш, чегра райондики хәлқни қоғдаш үчүн хизмәт қилип кәлди дәп тәшвиқ қилип, әйни дәвирдики шәрқий түркистан мустәқиллиқ инқилабини хитай инқилабиниң бир қисми дәп көрситип келиватқан болсиму, әмма уйғурлар, болупму шу тарихий дәврләрни баштин өткүзгән һәм буниңдин хәвири бар уйғурлар, хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң 1944 - йили шәрқий түркистан хәлқиниң миллий азадлиқ инқилаби нәтиҗисидә қурулған шәрқий түркистан җумһурийити вә униң әхмәтҗан қасими башлиқ җумһурийәт рәһбәрлирини совет иттипақи вә хитай императорлириниң мәнпәәтлири үчүн 1949 - йили йоқ қилғандин кейин, хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң шәрқий түркистанни ишхал қилиш вә шәрқий түркистан хәлқиниң земин һәм һоқуқлирини тартивелишқа кәлгән ишғалийәтчиләр икәнликини тәкитләп кәлмәктә.
Хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң шәрқий түркистан земиниға кириш тарихи сәвәблири һәққидә биз шу дәврләрниң шаһидлиридин болған, илгирики шәрқий түркистан һөкүмәт рәһбәрлиридин қасимҗан қәмбири оғли, һазир қирғизистанда яшаватқан назимҗан қәмбири билән сөһбәттә болдуқ:
Буниң тәпсилатини юқирқи аваз улинишидин аңлаң
Мунасивәтлик мақалилар
- Шәрқий түркистан миллий армийисидин көрүнүшләр
- Мәсүмҗан зулпиқаропниң миллий инқилаб һәққидики баянлири
- Қазақистан уйғур миллий җәмийитиниң муавин рәиси ваққас аббас әпәнди билән сөһбәт
- Ғулҗа қозғилиңи вә шәрқий түркистан җумһурийити
- Шәрқий түркистанниң азадлиқи йолида қурулған дәсләпки тәшкилатлар
- Тарихшунас иклил қурбан билән сөһбәт
- Миллий азадлиқ инқилабниң партлиши
- Инқилапниң башлинишидики асасий сәвәб