Хитай өлкилиридики уйғурлар кәмситишкә учримақта
2005.05.27
Хитай шәһәрлиридә сода - сетиқ вә тиҗарәт ишлири билән шуғуллиниватқан уйғурлар өзлириниң күндилик һаятида түрлүк қийинчилиқларға дуч келиватқанлиқини билдүрмәктә. Уларниң мәлум қилишичә, хитайниң ички өлкилиридин уйғур райониға келип орунлашқан хитай көчмәнлири алаһидә һәқ-һоқуқлардин бәһримән болмақта. Һөкүмәт уларни ишқа орунлаштуруп , тиҗарәт қилимән дигәнләргә интайин яхши шараит яритип берип, уларниң турмушини һәр җәһәттин капаләткә игә қилмақта.
Әмма, турмушини қамдаш үчүн өз юртида һечқандақ имканийәт тапалмай, уйғур елидин хитайниң ички өлкилиригә берип тирикчилик қиливатқан уйғурлар, һәм у йәрдики хитайлар тәрипидин кәмситиливатқанлиқини һәмдә һөкүмәт , болупму сақчи даирилириниң түрлүк бесим вә зиянкәшликигә учраватқанлиқини билдүрмәктә .
Хәвәрләргә қариғанда, хитай һөкүмити хитайниң ички өлкилиридә тирикчилик қиливатқан уйғурларни техиму қаттиқ контрол қилиш үчүн, уйғур районидин нурғунлиған уйғур сақчи йөткәп келип, хитайниң түрлүк шәһәрлиригә орунлаштурған.
Бу һәқтики мәлуматларни радиомизниң һәқсиз линийсигә телефон қилған бир аңлиғучимизниң мухбиримиз өмәр қанатқа бейҗиңдики хитай сақчилириниң қилмишлири үстидин қилған шикайитидин аңлайсиләр.