Һәптилик хәвәрләр ( 24 - февралдин 29 - феврал)


2008.02.29

Рабийә ханимниң австралийидики паалийәтлири

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим 19 - февралдин 29 - февралғичә болған он күн җәрянида австралийиниң сидней, камбера, аделайд қатарлиқ шәһәрлиридә зиярәттә болуп, у йәрдики австралийә һөкүмәт, парламент вә башқа саһәниң әрбаблири билән көрүшкәндин сирт йәнә уйғур җамаитиниң қизғин күтивелишиға еришип, бир қатар учришишлар елип барди.

Рабийә ханим йәнә аделайдики зиярити җәрянида җәнубий австралийә һөкүмәт әрбаблири вә җәнубий австралийә парламент әзалири биләнму учришип, уларға уйғур мәсилиси, уйғурларниң нөвәттики әһвали һәққидә тәпсилий мәлумат бериштин сирт, җәнубий австралийә парламент әзалиридин, уйғурларға қаратқан қаттиқ қол сияситини өзгәртиши үчүн хитай һөкүмитигә бесим ишлитишини шуниңдәк уйғурлар һәққидә бир қарар лайиһиси қобул қилишини тәләп қилған.

Мурат һәмрайев вә мурат насироф хатириләнди

Өткән һәптидә қазақистандики уйғур зиялийлири қазақистан вә өзбекистанда яшап иҗадийәт һәм тәтқиқат билән шуғуллинип зор нәтиҗидә қазанған мәрһум алим мурат һәмрайевни әсләп өтти. Мурат һәмрайев 47 йиллиқ һаятида наһайити зор нәтиҗидә қазанған болуп, 28 йешида пән доктори , 40 йешида академик болуштәк нәтиҗилири билән оттура асия хәлқлири ичигә кәң тонулған иди. Мурат һәмрайев 1984 - йили, 47 йешида ташкәнттә туюқсиз вапат болди.

28 - Феврал күни йәнә алмутадики җумһурийәт сарийида өткән йили 1 - айда москвада вапат болған атақлиқ уйғур нахша чолпини, композитор мурат насиропниң вапатиниң бир йиллиқи мунасивити билән хатириләш мурасими кечилики өткүзүлди. Буниңға қазақистан вә русийиниң атақлиқ чолпанлири иштирак қилди.

Америка дөләт мәҗлиси әзалири хитайни олимпик вәдисидә турушқа чақирди

Америка дөләт мәҗлисиниң хитай ишлар бирләшмә комитети 27 - феврал күни испат бериш йиғини чақирип, 2008 ‏ - йилдики бейҗиң олимпик йиғининиң кишилик һоқуққа көрситидиған тәсири вә хитайда қанунниң роли тоғрисида музакирә елип барди. Йиғинда америка авам вә кеңәш палата әзалири хитай даирилирини кишилик һоқуқни яхшилашқа чақирип, уларниң бейҗиң олимпик мусабиқисини өткүзүш шәрипигә еришиш үчүн инсан һоқуқини яхшилаш һәққидә бәргән вәдилиригә әмәл қилиши лазимлиқини көрситишти.

Сөзгә чиққан авам палата әзалири хитайда сөз әркинлики, мәтбуат әркинлики вә муһит мәсилиниң йәнила наһайити еғирлиқини көрситип, гәрчә хитай һөкүмитиниң олимпик мусабиқиси мунасивити билән мухбирларниң паалийәтлиригә йол қойидиғанлиқиға вәдә бәргән болсиму, әмма, тибәт вә уйғур аптоном райониға чәтәл мухбирлириниң киришиниң тәслики һәмдә һазирғичә йәнә 20 нәччә нәпәр мухбириниң түрмидә йетиватқанлиқини шәрһиләшти.

"Тйәнәнмен анилири" хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийи вә сияси кеңәш вәкиллиригә очуқ хәт йоллиди

1989 - Йилидики тиәнәнмин вәқәсидә балилиридин айрилған анилардин тәшкилләнгән "тйәнәнмен анилири" бирләшмиси он нәччә йиллардин буян бу вәқәни ақлашни тәләп қилмақта. Йеқинда мәзкур бирләшмә хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийи вә сияси кеңәшниң йиғини ечилиш һарписида, қурултай вәкиллиригә тәйярлиған очуқ хетини елан қилған.

Уларниң мәзкур очуқ хетидә " тарихий ярини сақайтиш, '4 - июн' да зиянкәшликкә учриғанлар излигән һәқ - адаләт үчүн, биз һәрбириңларға чин қәлбимиздин шуни мураҗәт қилимизки, муһим тапшуруқни наүмид қоймиған вә бурчуңларға дағ йәткүзмигән асаста һөкүмәтни "4 - июн" вәқәсидә зиянкәшликкә учриғанларниң мәсилисини бир тәрәп қилиш үчүн, уларниң аилә тавабиатлири билән бивастә, баравәр вә сәмимий диалог елип беришқа буйруған болсаңлар," дейилгән.

Кандилиза райис хитайдики сиясий өктичиләрни қоюп беришни алаһидә тәкитлиди

Өткән һәптидә америка ташқи ишлар министири кандилиза райс хитай ташқи ишлар министири яң җечи билән учришиш елип берип, шималий корийә ядро мәсилисини өз ичигә алған хәлқара мәсилиләр һәмдә кишилик һоқуқниң хитайдики вәзийити вә түрмидә йетиватқан сиясий өктичиләрни қоюп бериш қатарлиқ мәсилиләр һәққидиму сөһбәт елип барған.

Хәвәрләрдин қариғанда, америка билән хитай арисида арилиқта үзүлүп қалған кишилик һоқуқ сөһбитини әслигә кәлтүрүш һәққидә пүтүшүм һасил қилинған.

Хитайниң пиланлиқ туғут сиясити уйғурлар арисида нәтиҗисини көрсәтмәктә

Хитай мәтбуатлирида, уйғур аптоном райониниң 2007 ‏ - йили " аз туғуп, тез бай болуш" қурулуши бойичә мукапатлаш сияситиниң әң яхши бир йили болғанлиқи тәшвиқ қилинмақта. Хәвәрдин ашкарилинишичә, өткән йили уйғур елидә 65 миң адәм аз туғулған.

Әмма, җүмә күнидики б б с агентлиқиниң хәвиридин мәлум болушичә, хитай дөләтлик нопус вә пиланлиқ туғут комитетиниң муавин мудири бәлки хитай һөкүмитиниң 30 йилдин буян йолға қоюп келиватқан "бир балилиқ болуш" сияситини әмәлдин қалдуруши мумкинликини ашкарилиған. Бу хәвәр хәлқара җәмийәтниң дәрһал диққитини җәлп қилди.

Русийә көчмәнләр идариси русийидә хитай мәһәллиси болушни халимайду

Русийә қанунсиз көчмәнләр әң көп җайлашқан мәмликәтләрниң биридур. Русийидики көчмәнләрниң асасий қисимини сабиқ совет иттипақиниң һәр қайси җумһурийәтлири һәмдә хитайдин кәлгәнләр игиләйду. Русийә көчмәнләр идарисиниң юқири дәриҗилик әмәлдари, русийә һөкүмитиниң хитай вә башқа дөләт көчмәнлириниң русийидә хитай кочисиға охшаш көчмәнләр райони тәсис қилишиға қәтий йол қоймайдиғанлиқини билдүрди.

Русийә көчмәнләр идарисиниң башлиқи русийидә худди америка вә башқа мәмликәтләрдикигә охшаш мәхсус хитайларниң мәһәллиси, йәни " чайнатовн"ниң қурулмайдиғанлиқини әскәрткән. Русларниң қаришичә, хитай көчмәнлириниң сани русийидә үзлүксиз ашмақта. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.