Афғанистанға сайлам тәйярлиқлири җидди елип берилмақта
2004.10.05
Афғанистанға, пат арида өткүзүлидиған сайлам паалийәтлири җидди елип берилмақта, нөвәттә вәзипә өтәватқан пирезидент карзай тунҗи қетим, кабулда өзи үчүн аваз топлаш паалийитини башливәткән.
Әнглийә б б с ширкитиниң хәвиригә қариғанда, 9 - өктәбир күни өткүзүлидиған сайлам һәққидә тохталған карзай "мәҗбурий йосунда дөләт башқуруш дәври аллиқачан өтүп кәтти" дәп билдүргән.
Бу қетим карзай, пайтәхттә хәлқ арисида нутуқ сөзләп, хәлқтин өзини қоллашни тәшәббус қилди.
Бу арида, кабулда турушлуқ мухбиримиз, 5 - өктәбир күни хитай һөкүмәт вәкиллириниң кабулда, афғанистанға 1 милйон америка доллири қиммитидә маддий буюм ярдими бериш һәққидә имза мақуллиғанлиқи вә мушу айниң ахири хитай ташқи ишлар министириниң афғанистан билән кәң даиридә һәмкарлишиш мәқситидә афғанистанға мәхсус зиярәттә болидиғанлиқидин хәвәр тапқанлиқини билдүрди. (Әқидә)