Карзай афғанистан президентликикә сайланди


2004.11.03

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә афғанистан бирләшмә сайлам комитети чаршәнбә күни, вақитлиқ һөкүмәт президенти хәмид карзайниң өткән айда елип берилған президент сайлимида утуп чиқип, афғанистан президентликикә рәсмий сайланғанлиқини җакарлиди. Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, карзай 55٪ авазға еришип, қалған 15 нәпәр намзатни йәңгиллик билән йеңивалған. Бу хәвәрдин кейин шималий атлантик әһди тәшкилатиниң қомандани вә әнглийә баш министири тоний блер қатарлиқ нурғун дөләт рәһбәрлири карзайни вә афғанистандики тунҗи димократик сайламни арқа-арқидин тәбрикләшти.

Афғанистанда бир ай бурун елип берилған сайлам, карзайдин башқа намзатларниң 40 нәччә түрлүк әрз суниши билән сайлам нәтиҗиси кечиктүрүлүп, һәтта буни тәкшүрүш үчүн б д т вәкиллиридин тәшкилләнгән мәхсус бир тәкшүрүш гурупписи қурулған иди.

Бирләшмә сайлам комитети баянатчисиниң билдүришичә, тәкшүрүш нәтиҗисигә асасланғанда, гәрчә сайламда сүйистимал қилиш әһвали көрүлсиму, әмма бу, сайлам омумий нәтиҗисигә тәсир көрсәтмигән.

Хәмид карзай илгири, бу қетимлиқ афғанситан президент сайлиминиң афғанистанниң җәнубидики районларда ғәлибә қилишиниң, талибанларға қилинған бир чоң зәрбә һесаблинидиғанлиқини билдүргән иди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.