Түркмәнистан вә афғанистан йеңи туруба йоли ясашни пиланлимақта


2007.07.07

Түркмәнистан вә афғанистан дөләт башлиқлири, түркмәнистанниң тәбий газини дуня базарлириға йөткәш үчүн, түркмәнистандин афғанистан арқилиқ пакистан вә һиндистанға созулидиған тәбий газ турубииси ясаш мәсилсини музакирә қилди.

Түркмәнистанниң пайтәхти ашхабатта, афғанистан президенти хамид карзай вә түркмәнистан президенти қурбангули бәрди муһһәмәдоф оттурисида елип берилған сөһбәтләрдә, түркмәнистан президенти афғанситанни пулсиз електир билән тәминләшни вәдә қилған.

Афғанистан президенти хамид карзай, түркмәнистан дөләт башлиқи бәрдмуһәммәдуф билә бирликтә өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, икки тәрәп сөһбитиниң асаслиқ темисини афғанистандин өтидиған тәбий газ турубиси ясаш мәсилиси тәшкил қилғанлиқини билдүрди.

Түркмәнистандин, афғанистан арқилиқ пакистан вә һиндистанға созулидиған тәбий газ турубиси ясаш пикри он йил бурун оттуриға қоюлған иди. Түркмәнистан һазирғичә тәбий газини пәқәт русийә арқилиқ дуня базарлириға експорт қилмақта.

Афғанистан президенти һамид карзай сөһбәтләр җәрянида түркмәнистан президентиниң түркмәнистанни афғанистанға туташтуридиған бир төмүр йоли ясаш тәклипини оттуриға қойғанлиқини, афғанистан һөкүмитиниң бу тәклипни җиддий көздин кәчүрүп чиқидиғанлиқини билдүрди. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.