Америка кеңәш палата әзаси афғанистанда мәңгүлүк база қурушни оттуриға қойди
2005.02.22
Америка кеңәш палатасиниң бир юқири дәриҗилик әмәлдари сәйшәнбә күни америкиниң афғанистанда мәңгүлүк һәрбий база қуруп, бу райондики бихәтәрлик мәнпәәтини қоғдашни оттуриға қойди.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң билдүрүшичә, җумһурийәтчиләр партийисидин келип чиққан кеңәш палата әзаси җон мәкейин сәйшәнбә күни кабулда афғанистан президенти хәмид карзай билән сөһбәт өткүзгәндин кийин, " икки дөләтниң истратегийилик һәмкарлиқи йәнә нурғун, нурғун йиллар давамлишиши керәк" дегән.
У йәнә, "бу истратегийилик һәмкарлиқ иқтисадий, техника җәһәттики ярдәм вә мениңчә мәңгүлүк бирләшмә һәрбий база қурушни өз ичигә алған һәрбий һәмкарлиқни көрситиду" дәп билдүргән.
Хәвәргә ейтилишичә, америка даирилири оттура асия районида асаслиқи иран, пакистан вә хитайдин келидиған тәһдитни көздә тутидикән.
Афғанистан президенти хәмид карзай америка кеңәш палатаси қорал мулазимәт комитетиниң иккинчи қол башлиқи җон мәкейин башчилиқидики бәш кишилик вәкилләр өмики билән көрүшкәндин кийин, америка һөкүмитигә болған тәшәккүрини ипадилигән. Бирақ, америкиниң мәңгүлүк һәрбий база қуруш иһтималлиқи һәққидә ипадә билдүрмигән.
Америкиниң нөвәттә афғанистанда турушлуқ 17 миң кишилик қошуни бар болуп, асаслиқи әл- қайдә вә сабиқ талибан һакимийитиниң қалдуқ күчлирини тазилаш һәрикити билән шуғулланмақта. (Арзу)