Афғанистанда өзини өлтүрүвелиш характерлик партлаш йүз бәрди
2005.06.01
Чаршәнбә күни афғанистанниң җәнубиға җайлашқан қәндәһар шәһиридики бир мәсчиттә өзини өлтүрүвелиш характерлик партлаш йүз берип, 20 дин ошуқ киши қаза қилди вә 40 нәччә киши яриланди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, вәқә йүз бәргәндә мәсчиттә, йәкшәнбә күни талибанлар тәрипидин етип өлтүрүлгән бир имамниң нәзирини чүшүрүватқан 200 дин ошуқ киши бар болуп, партлаштин кейин мәсчитниң ичи қанға боюлуп кәткән.
Қаза қилғанларниң арисида йәнә, кабул шәһәрлик сақчи идарисиниң башлиқиму бар икән. Һөкүмәт даирилири бу вәқәни садир қилған кишиниң җәситини тапқанлиқини һәмдә униң осама бин ладинниң әл қаидә тәшкилатиниң әзаси икәнликини билдүрди.
Қәндәһәр илгири талибанлар һөкүмитиниң асаслиқ мәркизи болуп, 2001 - йили америка башчилиғидики бирләшмә армийә афғанистандики талибан һакимийитини ағдуруп ташлиған. (Пәридә)