Афғанистандики талибан вә әлқаидә қалдуқлири һуҗумлирини күчәйтмәктә
2005.06.17
Ройтерс агентлиқиниң 17 - июн күни афғанистанниң қәндәһар шәһиридин хәвәр қилишичә, талибан қоманданлиридин молла рәһим, талибан қисимлириниң 6 - айниң 16 – күни қәндәһар вилайитиниң майин нишин наһийисидә йүз бәргән тоқунушларда 11 һөкүмәт әскири, бир сақчи вә наһийә башлиқини әсир алғанлиқини билдүрди.
Молла рәһим суни һәмра тилифони арқилиқ ройтерс агентлиқиға бәргән баянатида, әсир илинған һөкүмәт әскәрлирини мәлум бир җайға йошуруп қойғанлиқини билдүргән. Шундақла қәндәһар шәһиридики бир сақчи офитсери, мәзкур он үч киши билән алақиниң үзүлгәнликини тәсдиқлиди. Мәзкур районда америка вә афған һәрбий қисимлири техи бир нәччә күн бурунла кәң көләмлик бир тазилаш һәрикити елип барған иди.
Йәнә, җүмә күни қәндәһар вилайитигә қошна болған, һилмән вилайитидә йол бойиға орунлаштурулған бир бомбиниң партлиши нәтиҗисидә бир әскәр өлгән вә үч сақчи яриланған. Шундақла 6 - айниң 13 - күни қәндәһар шәһириниң сиртида йәнә йол бойиға орунлаштурулған бир бомба партлап, төт америка әскириниң ярилинишини кәлтүрүп чиқарған. Мәзкур районда 1- июн күни йүз бәргән өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумда аз дегәндә 20 киши өлгән иди.
Афғанистан мудапиә министири рәһим вәрдәк пәйшәнбә күни кабулда бәргән баянатида, әлқаидә террорлуқ тәшкилатиниң, афғанистанда бу йил 9- айда өткүзүлидиған парламент сайлиминиң һарписида, қайтидин тәшкиллинип, афғанистандиму ирақтикигә охшаш һуҗумлар елип беришни пиланлаватиду, дәп агаһландурди.
У америка бирләшмә агентлиқиға бәргән баянатида, өзини олтурувелиш характерлик һуҗумлар елип бериш үчүн нурғунлиған әрәп җәңчилириниң афғанистанға киргәнликидин хәвәр тапқанлиқини билдүрди.
Афғанистан мудапиә минситири рәһим вәрдәк, райондики бәзи дөләтләр афғанистандики талибан қалдуқлири вә әлқаидә тәшкилатиға ярдәм бериватиду, деди. Хәвәрдә ейтилишичә, вәрдәк райондики қайси дөләтләрниң афғанистандики талибан қалдуқлири вә әлқаидә тәшкилатиға ярдәм бериватқанлиқини ениқ ейтмиған. Әмма бу дөләтләрниң америкиниң афғанистанда узун муддәт мәвҗут болуп турушини халимайдиған дөләтләр икәнликини билдүргән.
Афғанистандики талибан қалдуқлири вә әлқаидә тәшкилати америка вә афған һәрбий қисимлириға қаратқан һуҗумлирини күчәйткән бир пәйттә, талибанларниң муһим қоманданлириниң бири һесабланған молла әхтәр османи, әлқаидә тәшкилатиниң рәһбири осама бин ладин вә талибанларниң рәһбири молла өмәрниң һаят икәнликини җакарлиди.
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, молла әхтәр пакистандики бир шәхси телевизорға бәргән баянатида, әлқаидә тәшкилатиниң рәһбири осма бин ладин вә талибанлар рәһбири молла өмәр һаят, һәр иккиси сақ- саламәт туриватиду. Молла өмәр һелиму бизниң баш қоманданимиз, дегән.
Молла әхтәрниң ейтишичә, талбан қоманданлири давамлиқ йиғин ичип туридикән. Лекин молла өмәр бу йиғинларға қатнашмайдикән. Муһим қарарлар елинидиған вақитта, молла өмәр билән алақә қурулуп, униң көрсәтмиси бойичә иш елип берилидикән. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Афғанистанда өзини өлтүрүвелиш характерлик партлаш йүз бәрди
- Америка армийиси, афғанистандики мәһбусларни қойивәтти
- Афғанистанда тутуп туриливатқан талибан гумандарлиридин 85 и қоюп берилди
- Осама бин ладин һелиму афғанистанда болуши мумкин
- Карзайниң асаслиқ рәқиблири сайламда уттурғанлиқини етирап қилди