Карзайниң асаслиқ рәқиблири сайламда уттурғанлиқини етирап қилди
2004.11.04
Афғанистандики йеңидин президентлиққа сайланған хәмид карзайниң асаслиқ сайлам риқабәтчилири пәйшәнбә күни өзлириниң өткән айдики сайламда мәғлубийәткә учриғанлиқини әтирап қилди.
Хәмид карзайниң риқабәтчилиридин болған юнус қануний вә достум пәйшәнбә күни, 9 - өктәбир күнидики президент сайлиминиң нәтиҗисини қубул қилидиғанлиқини билдүрди.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә афғанистан сайлам комитети бирлишип чаршәнбә күни вақитлиқ һөкүмәтниң президенти хәмид карзайниң сайламда утуп чиқип, афғанистанниң президентилиқиға сайланғанлиқини җакарлиған иди. Сайлам комитити, сайламда бир қисим сахтилиқ әһваллири көрүлгән болсиму, бирақ буниң сайламниң омумий нәтиҗисигә тәсир көрсәтмигәнликини билдүргән.
Шуниң билән бир вақитта, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш секритари кофи әннан хәмид карзайниң ғәлибисини қутлуқлап, афған йеңи һөкүмитини бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ярдимидә давамлиқ түрдә тинчлиқ вә бихәтәрликни мустәһкәмләшкә чақирди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Карзай афғанистан президентликикә сайланди
- Дәсләпки бишарәтләргә қариғанда афғанистандики президент сайлиминиң ғалипи карзай
- Ш а о ә т афғанистандики һәрбий күчини кеңәйтиду
- Афғанистандики генрал абдиршит достумниң сайлам нәтиҗисини қобул қилиш сәвәплири һәққидә өткүзүлгән сөһбәт
- Афғанистандики өзбекләр һәққидә
- Бирләшкән дөләтләр тәшкилати, афғанистандики сайлам йетәрсизликлирини тәкшүрмәктә
- Афғанистандики сайлам тинчлиқ билән ахирлашти
- Афғанистан сайлими өктичи намзатларниң байқут қилишиға учриди
- Сайлам һарписидики кабул қатарлиқ шәһәрләр ракита һуҗумиға учриди
- Афғанистандики сайлам әһвалидин йеңилиқлар