Доналд рамсфилд, қирғизистанни америка базиси мунасвити билән зиярәт қилди


2005.07.25

Америка дөләт мудапиә министири доналд рамсфилд, дүшәнбә күни қирғизистандики зияритини башлиди. Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, рамсфилд америка һәрбий базисини тақаш вақит җәдвили елан қилишни тәләп қилған қирғизистан рәһбәрлири билән сөһбәт елип баридикән.

Қирғизистан ташқий ишлар министири роза отанбайева рамсфилд бешкәккә келиштин сәл илгири, рамсфилд билән өткүзүлидиған сөһбәтләрдә манас айродромидики америка һәрбий базисиниң мәсилиси оттуриға қоюлидиғанлиқини билдүрди. Отанбайева, һәрбий база мәсилиси " рамсфилдниң қирғизистанни зиярәт қилишидики асаслиқ сәвәп," дәп тәкитлигән.

Бу рамсфилдниң сабиқ қирғизистан президенти әсқәр ақайев ағдурулғандин кейин, мәзкур дөләтни 2 қетим зиярәт қилиши болуп һесаблиниду.

Қирғизистан билән өзбекистан америкини мәзкур дөләтләрдики һәрбий базисини тақаш вақит җәдивили елан қилишқа қистиған. Шаңхәй гуруһидики дөләтләр йеқинда астанидики йиғинида вақит җәдивили елан қилиш тәлипини оттуриға қойди. Әмма америка армийисиниң бирләшмә штаб рәиси генерал ричард майирс, " оттура асияниң әһмийити америка үчүн афғанистандики һәрикитимизни база билән тәминләш билән чәкләнмәйду," дәп тәкитлигән. У, хитай билән русийини оттура асия әллиригә америка һәрбий базисини тақаш тоғрисида бесим ишлитиш билән әйиблигән иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.