Америка оттура асияда туридиған һәрбий қисимлирини қисқартиши мумкин


2006.07.24

Америка мәркизи қоманданлиқ штабиниң башлиқи җон абузаид дүшәнбә күни қазақистан пайтәхти астанида, америка оттура асиядики сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлири билән һәрбий һәмкарлиқини кеңәйтсиму, лекин бу райондики һәрбий мәвҗутлиқини қисқартиши мумкин, дәп көрсәтти.

Генерал абузаидниң әскәртишичә, америка армийиси афғанистан вәзийитини тинчландуруш үчүн ярдәм қилишни үстигә алған, лекин районда йеңи һәрбий база қуруш пилани йоқ . У, мән шуни пәрәз қилалаймәнки, һәмкарлиқимизниң дәриҗиси юқирилисиму, лекин, һәрбий мәвҗутлиқимиз қисқириши мумкин " дәйду. Җон абузаид бу сөзләрни астанида юқири дәриҗилик қазақистан әмәлдарлири билән елип барған сөһбитидин кейин мухбирларға тәкитлигән.

Америка 11 - синтәбир террорлуқ һуҗумидин кейин оттура асиядики сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлиридин өзбекистан билән қирғизистанда һәрбий база қурған. Өткән йили әнҗан вәқәсидә америка өзбекистанниң кишилик һоқуқ хатирисини қаттиқ тәнқид қилғандин кейин, керимов һөкүмити америкидин ханабад һәрбий базисини бошитип беришни тәләп қилған. Америка йеқинда қирғизистан билән манас айродройитәкчимини давамлиқ иҗарә елиш мәсилисидә келишим һасил қилип, қирғизистанға йилда 150 милйон доллар ярдәм беришкә мақул болди.

Җон абузаид америкиниң каспий деңиз бойидики иранға йирақ болмиған қазақистан земинида һәрбий база қуруш пилани барлиқини рәт қилди. У, "бизниң пиланимиз қазақистанниң каспий деңиздики дөләт мудапиә күчини өстүрүш, лекин униң орнини игиләш әмәс" дәйду. Қазақистан, оттура - шәрқ билән бәслишәләйдиған дәриҗидә мол нефит вә тәбий газ байлиқиға игә болғанлиқтин, бу дөләтниң муқимлиқи ғәрб әллири үчүн муһим әһмийәткә игә. Қазақлар 11 - синтәбир вәқәсидин кейин афғанистанда вәзипә иҗра қилидиған ш а о ә т вә америка қисимлириниң қазақистан һава бошлуқини ишлитишигә қошулған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.