Америка өзбекистанға бәрмәкчи болған ярдәм пулни тоңлатти
2005.10.02
Хәвәрләргә қариғанда америка һөкүмити өзбекистанға бәрмәкчи болған 21 милйон доллар иқтисадий ярдәмни тоңлитивәткән. Бу һәқтә америкиниң ақ сарай баянатчиси шон маккормик мухбирларға учур бәргән.
Көзәткүчиләр америкиниң бу һәрикитигә вашингтонниң бу йил 5-айдики әнҗан вәқәсини тәкшүрүш тәклипиниң өзбекистан тәрипидин рәт қилиниши һәмдә ташкәнтниң америкиниң өзбекистандики һәрбий базисини тақашни тәләп қилиши сәвәп болғанлиқини илгири сүрмәктә.
Буниңдин илгири явропа иттипақиму өзбекистанға қорал ярақ сетип бәрмәслик вә башқа ярдәмләр һәққидә қарар қобул қилмачи болған, америка бу қарарни қоллайдиғанлиқини ипадилигән иди.
Әнҗан вәқәсидин кейин ташкәнт рәһбәрлири америка билән болған терроризмға қарши күрәш қилиш һәмкарлиқлирини қисқартип, униң әксичә, русийә вә хитай болған һәмкарлиқлирини ашурған һәмдә давамлиқ түрдә америкиниң демократик ислаһат тәклиплирини рәт қилған иди. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Өзбек һөкүмити пуқраларни қийин- қистаққа елиш билән мәвҗут болуп турмақта
- Өзбекистан әнҗан вәқәсиниң тутқунлирини сотлашқа башлиди
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири өзбекистанға имбарго қоюшни тәләп қилди
- Таҗикистан, өзбекистандин чекинидиған америка қошунлирини күтүвелишқа тәйяр
- Өзбек –қирғиз мунасивәтлиридики ихтилаплар көпәймәктә