Америка өзбекистанни тәнқид қилди
2005.08.28
Өзбекистан дөләт мәҗлисиниң юқири палатаси җүмә күни америкиниң өзбекистанниң хан абадтики һәрбий базисидин қошун чекиндүрүшини рәсми қарар қилғандин кейин америка һөкүмити буниңға инкас қайтурди.
Америка авази радиосиниң учуриға асасланғанда америка тәрәп өзбекистанниң бу қилмишини тәнқид қилип, буниң ақиланә қарар әмәсликини көрсәтти.
Өзбекистан һөкүмитиниң америка һәрбий базисини тақаш тәлипи 29-июл күни мәйданға чиққан болуп, ташкәнт даирилири вашингтондин 6 ай ичидә өз қошунлирини елип чиқип кетишни тәләп қилған иди. Демәк , бу қетим өзбекистан парламенти ташкәнтниң бу қарарини рәсмиләштүргән.
Өзбекистанниң америка һәрбий базисини тақаш мәсилиси 13-майдики әнҗан вәқәсидин кейин оттуриға чиққан болуп, вашингтон ислам керимофни әнҗанда бигунаһ адәмләрни қирғанлиқи билән әйибләп, уни демократик ислаһатқа үндигән иди. Шуниңдин етибарән ташкәнт билән вашингтон арисидики мунасивәтләр күнсайин соғуқлашти бирақ, ислам керимоф, русийә вә хитай билән болған мунасивәтлирини техиму яхшилиди . (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Өзбекистан һөкүмити бу йәрдики америка қошунлириниң чиқип кетишини тәләп қилиши мумкин
- Хитай америка базисини тақашни тәләп қилиш тоғрисида қирғизистанға бесим ишләткән
- Өзбекистандин қошун чекиндүрүш афғанистандики һәрбий паалийәтләргә тәсир йәткүзмәйду
- Қирғизистан йәнә бир қетим хитайниң қирғизистанда һәрбий база қуралмайдиғанлиқини җакарлиди
- Өзбекистан америка һәрбий базисини тақашни елан қилди