Америка тәләп қилинған шараитта, қазақистанда һәрбий база ечиши мумкин


2005.11.03

Қазақистанни зиярәт қиливатқан америка парс қолтуқи қисимлириниң баш генерали җон абизайит, америкиниң қазақистанда һәрбий база қуруш пилани йоқлиқини, бирақ қазақистан тәләп қилған шараитта, бу дөләттә һәрбий база ечиши мумкинликини билдүрди.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, җон абизайит буни қазақистан дөләт мудапиә министири мухтәр алтунбайеф билән көрүшкәндин кейин ейтқан. Хәлқарада америкиниң ташкәнттики һәрбий базини бикар қилғандин кейин, башқа оттура асия дөләтлиридә база қуруш еһтималлиқи һәққидә һәр хил қияслар бар иди.

Қазақистан америка вә шималий атлантик әһди тәшкилатиниң қошунлириниң һава территорийисини ишлитишигә йол қойған. Қазақистан шундақла ирақтики америка башчилиқидики бирләшмә армийигә қошун әвәткән бирдинбир оттура асия дөлити иди.

Хәвәргә қариғанда, америка генерали җон абизайит америкиниң оттура асиядики һәрбий мәвҗүдийитиниң америкиниң дунядики тәсирини күчәйтишни мәқсәт қилмайдиғанлиқини, пәқәтла террорчилиққа қарши турушни көзләйдиғанлиқини тәкитлигән.

Бу йил 7 - айда русийә вә хитай башчилиқидики шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати афғанистандики вәзийәтниң яхшиланғанлиқини билдүрүп, америкиниң оттура асиядики базилиридин қошун чикиндүрүшни тәләп қилған иди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.