Америка вә қирғизистан икки тәрәп ортақ йосунда терорчилиққа қарши турушни тәшәббүс қилди
2004.11.16
Америкиниң бир нәпәр алий дәриҗилик әмәлдари дүшәнбә күни қирғизистан президенти әсқәр ақайеф билән көрүшкәндә, икки дөләтниң террорчилиққа қарши һәмкарлиқни техиму илгири сүрүшни тәкитлиди.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, америка ташқи ишлар министирлигиниң явро-асия ишлириға мәсул муавин министири лора кенедий, ақайеф билән көрүшүп, америкиниң қирғизистан билән террорчилиққа қарши һәмкарлиқни күчәйтип, районниң бихәтәрликини илгири сүрүшни халайдиғанлиқини билдүргән.
Қирғизистан америкиниң афғанистан урушини йеқиндин қоллап, америка армийисигә қирғизистан пайтәхти бешкәкниң әтрапида база қуруп бәргән болуп, бу икки дөләт мунасивитидә зор илгирләш һасил қилған иди.
Әсқәр ақайеф буниңға җавабән америка әмәлдариға, қирғизистанниң америка билән давамлиқ һәмкарлишишни халайдиғанлиқини билдүрди. Шундақла у йәнә йеқинда келидиған президент сайлими тоғрисида сөз қилип, " қирғизистан бу қетимлиқ президент сайлимини рошән, димократик вә очуқ елип беришқа пүтүн күчи билән тиришиватиду " дәп билдүрди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ваң лечуән қирғизистанни зиярәт қилмақчи
- Қирғизистандики "интизар" уйғур телевизийә программисиниң 15 йиллиқи хатириләнди
- Оттура асия һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йиғини өткүзүлди
- Русийә таҗикистанда һәрбий база қурди
- Росийә қирғизистандики һава армийә базисини кеңәйтмәкчи
- Хитай дөләт министири вен җабав қирғизистан вә русийидә зиярәттә болди
- Айтматоф, ортақ түркий тил тәрәққияти һәққидә тохталди
- Америка өзбекистандики һәрби базисини күчәйтмәкчи болди