Америкиниң қирғизистандики баш әлчиси хошлишиш йиғини өткүзди
2005.08.11
Америкиниң қирғизистандики баш әлчиси, америка, оттура асияда кеңийишни мәқсәт қилмайду, деди.
Америкиниң қирғизистандики баш әлчиси ситифан йоң, қирғизистандики сиясий өзгиришләрни мәдһийилиди. Әмма у, қирғизистанниң сабиқ президенти әсқәр ақайоф һакимийитиниң ағдурулушида америкиниң қоли барлиқи тоғрисидики хәвәрләрни рәт қилди. Ситифан йоң йеқинда қирғизистан баш әлчиси вәзиписидин айрилмақчи.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, стифан йоң, чаршәнбә күни қирғизистанниң пайтәхти бешкәктә өткүзүлгән видалишиш йиғинида бәргән баянатида, йеқинда қирғизистанда өткүзүлгән президент сайлими үстидә тохтилип " қирғизистан оттура асия тарихидики әң әркин вә әң адаләтлик бир сайлам өткүзүш арқилиқ оттура асиядики пүтүн дөләтләр үчүн бир үлгә яратти" дегән.
Көпчиликкә мәлум болғандәк, өткән ай қирғизистанда өткүзүлгән президент сайлимида, март ейидики хәлқ қозғилиңидин кейин қирғизистанниң вақитлиқ президенти болуп вәзипә өтәшкә башлиған қурманбег бақийиф, хәлқниң мутләқ көп қисминиң авазини қолға кәлтүрүш арқилиқ қирғизистанниң президенти болуп сайланған.
Март ейида қирғизистанда хәлқниң наразилиқ һәрикити нәтиҗисидә һакимийити ағдурулған әсқәр ақайеф, июн ейида америка һөкүмитини өз һакимийитиниң ағдурулушида рол ойниған дәп әйиблигән. Ақайефниң ейтишичә, оттура асияда өзиниң тәсир даирисини кеңәйтиш үчүн тиришиватқан америка һөкүмити, қирғизистанниң русийини яқлиған сияситидин биарам болған.
Лекин, америкиниң қирғизистандики баш әлчиси, ақайефниң бу муддиалирини рәт қилип, америкиниң, райондики тәсирини күчәйтиш үчүн һечқандақ бир мәхпий пилани йоқ, деди. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай америка базисини тақашни тәләп қилиш тоғрисида қирғизистанға бесим ишләткән
- Қирғизистан һөкүмити, қирғизистандики америка қисимлириниң узун муддәт бу дөләттә туридиғанлиқини билдүрди
- Америка дөләт мудапиә министири доналд рамсфелд оттура асияда
- Доналд рамсфилд, қирғизистанни америка базиси мунасвити билән зиярәт қилди
- Түркийә мутәхәссислириниң қирғизистан һәққидики қарашлири









