Америка мусулманлири кеңиши ошни зиярәт қилди
2006.04.02
Оттура асия җумһурийәтлирини зиярәт қилип, у җайдики мусулманларниң әһвали һәққидә чүшәнчиләргә игә болуш һәм оттура асия мусулманлири билән америка мусулманлири арисидики мунасивәтләрни илгири сүрүш мәқситини әмәлгә ашуруватқан америка мусулманлири иҗтимаий кеңишиниң директори әхмәд юнус қирғизистанниң җәнубий вилайәтлирини җүмлидин ош қатарлиқ җайларни зиярәт қилған.
Америка мусулманлириниң юқири рәһбәрлиридин һесаблинидиған әхмәд юнус ош шәһиридики қирғиз-өзбәк унивәрситети қатарлиқ илим юртлирини зиярәт қилип, америкидики ислам дининиң тарихи шуниңдәк америка мусулманлириниң әһвали һәққидә профәссор вә оқуғучиларға мәлумат бәргән.
Пәрғанә агентлиқиниң учуридин қариғанда, әхмәд юнус йәнә мухбирлар биләнму учришип, уларниң соаллириға җаваб бәргән.
Қирғизистанниң җәнубидики ош қатарлиқ җайлар көпинчә ғәрб дөләтлириниң адәмлирини бармаслиққа дәвәт қилидиған нуқтилардур. Бу райондики аһалиларниң дини етиқади қирғизистанниң башқа җайлириға қариғанда күчлүкрәк болуп, диний паалийәтләр әвҗи алғанлиқи үчүн ғәрб доләтлири җүмлидин русийә вә хитайму пәрғанә вадисиниң вәзийитигә мәлум дәриҗидә диққәт етибарини бәрмәктә.(Үмидвар)