Қазақистандики сиясий өктичи партийә паалийитиниң чәклинишидин әндишә қилмақта
2005.01.17
Дүшәнбә күни, қазақистандики асаслиқ өктичи сиясий партийә һесабланған "ақ җол" партийиси һөкүмәтниң бу партийиниң паалийитини чәклишидин әндишә қилидиғанлиқини билдүрди.
Қазақистан алмата шәһәрлик соти мушу ай ичидә, қазақистандики әң муһим өктичи сиясий партийиләрниң бири һесабланған демократик таллаш партийисини, хәлқни қазақистанда өткүзүлгән парламент сайлиминиң нәтиҗисигә қарши турушқа чақириш арқилиқ, дөләтниң бихәтәрликигә тәһдид салған дәп әйибләп, паалийитини чәклигән иди.
Ройтирис агентлиқиниң алматидин хәвәр қилишичә, "ақ җол" партийисиниң рәиси болат абилоф, "ақ җол" партийисиниң йеқинда демократик таллаш партийиси билән охшаш бир әһвалға дуч келишидин әндишә қиливатқанлиқини, һакимийәтниң өктичи сиясий гуруһларға қарши башлиған һәрикитиниң мәзкур партийиниң паалийитини чәкләш биләнла тохтап қалмайдиғанлиқини билдүргән.
Униң йетишичә, демократик таллаш партийисиниң чәкләнгәнлики, қазақистан һакимийәт даирилири тәрипидин башланған сиясий оюнниң пәқәт бир қисми икән.
Ройтирис агентлиқиниң хәвәр қилишичә, қазақистан даирлириниң демократик таллаш партийисиниң паалийитини чәклигәнлики, украинийә вә грозийидики һәрикәтләрниң қазақистанда йүз берип қилишиниң алдини елиш үчүн өктичи гуруһларға қарши башлатқан һәрикитиниң бир бешарити һесаблинидикән. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қазақистанда өктичи сиясий партийиниң паалийити чәкләнди
- Америка қазақистандики кәң көләмдә йоқутуш характерлиқ қоралларни тазилаш ишлири үчүн мәбләғ аҗратти
- Қазақистандики һөкүмран партийиниң баш шитабида партлаш йүз бәрди
- Қазақистан импорт беҗини өстүрди
- Қазақистан бир қисим террорстларни қолға алғанлиқини билдүрди
- Қазақистан рәһбәрлири, қазақистанниң сиясий муһитини яхшилаш һәққидә вәдә бәрди
- Қазақистан али сот мәһкимиси бир уйғур тәшкилатиниң қазақистандики һәркитини чәклиди