Қирғизистан йеңи һөкүмити ақайев җәмәтиниң мал мүлкини мусадирә қилиши мумкин
2005.04.01
Қирғизистан йеңи һөкүмити, 24 - марттики хәлқ һәрикитидә ағдуруветилгән қирғизистан президенти ақайев аилисиниң мал - мүлкини мусадирә қилишни пиланлиған шундақла әгәр ақайев қирғизистанға қайтип кәлсә, " пуқраларниң уни парчә - парчә қиливетидиған" лиқини агаһландурған.
Ройтерс ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, йеңи һөкүмәттики министирлар ақайевқа юмшақ қоллуқ қилишни рәт қилмақтикән. Бирақ хәлқара келиштүргүчиләр, йеңи һөкүмәттики даириләрни ақайевниң қайтип келишигә йол қоюп, вәзийәтни тинчландурушқа үндимәктә. Амма министирлар, ақайев вә аилисиниң қирғизистанда хиянәтчилик билән сода империйиси қуруп чиққанлиқини илгири сүргән. Бирақ ақайев юқириқи әйипләшләрни рәт қилди. Ақайев, бир бина өй шундақла бир машинисидин башқа мал - мүлки йоқлиқини тәкитлигән.
Ташқи ишлар министири роза отанбайева, "ундақта ақайевниң машинисини москваға әвәтип берәйли, башқа нәрсиләр у, аилиси шундақла униң достлири тәрипидин булаң - талаң қилинған қирғиз хәлқи билән қалсун," деди
. Қирғизистан парламентиниң башлиқи тәкәбайев, " ақайевниң дөлитигә қайтип вәзиписидин истипа бериши, бу йил 6 - айда өткүзүлидиған президенти сайлиминиң қанунилиқини қоғдаш үчүн зөрүр," дәп көрсәткән. Амма рора отанбайева, һөкүмәт ақайевниң бихәтәрликигә капаләтлик қилалмайдиғанлиқини билдүрди. У, " биз һәммимиз униң бихәтәрликидин әнсирәватимиз. Әгәр у қайтип кәлсә, хәлқниң уни парчә - парчә қиливетишини халимаймиз," дәп көрсәтти.
Даириләрниң ашкарилишичә, сақчилар ақайев аилисиниң мал -мүлкини ениқлашқа бағлиған. (Әркин)