Қирғизистан парламенти әсқәр ақайефниң истипасини қобул қилишни кечиктүрди
Қирғизистан парламенти ағдурулған президент әсқәр ақайефниң истипасини қобул қилишни йәнә кечиктүрди. Парламент әзалириниң билдүрүшичә, улар әсқәр ақайефниң истипасини қобул қилиштини бурун, униң сабиқ президентлиқ салаһийити билән игә болидиған алаһидә имтиязлирини бикар қилишни халайдикән.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвригә қариғанда, қирғизистан парламентиниң әзалири, җүмә күни қайта йиғип ечип, әсқәр ақайефниң истипасини қобул қилишни музакирә қилмақчи вә бу арқилиқ йеңи президент сайлимиға йол ачмақчи болған.
Қирғизистан парламенти пәйшәнбә күни йәнә 26 - июн күнигә бекитилгән йеңи президент сайлимини бикар қилған. Униң билдүрүшичә, қирғизистан парламенти әсқәрақайефниң истипасини қобул қилғандин кийин, андин президент сайлиминиң йеңи вақит җәдвилини бекитидикән.
Ағдурулған қирғизистан президенти әсқәр ақайеф икки һәптә аввал русийигә қечип кәткән иди. Әсқәр ақайефниң истипа бериш нутуқи тартилған синалғу линтиси пәйшәнбә күни қирғизистан парламентида қоюлған. У истипа бериш нутуқида " мән һичқандақ виҗдан азаби тартмай вәзипәмдин истипа бериватимән, чүнки мән қолумни өз хәлқимниң қени билән бойимидим, ички урушниң алдини алдим " дегән.
Бу синалғу линтиси дүшәнбә күни москвада тартилған. Қирғизистан парламентиниң вәкиллири униң билән москвада сөһбәт өткүзгәндин кийин, әсқәр ақайеф дүшәнбә күни вәзиписидин истипа бәргән иди. (Арзу)