Хитай президент күтүпханисини қуруш үчүн пул бәргәнликини инкар қилди
2005.05.01
Қирғизистан хәвәр агентлиқлириниң учуриға қариғанда, 30-апрел күни хитайниң қирғизистанда турушлуқ әлчиханиси мәхсус мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, хитай һөкүмитиниң әсқәр ақайев күтүпханисини қуруш үчүн 80 милйон йүән бәргәнликини инкар қилди. Чүнки, 25-апрәл күни муавин қирғизистан баш министири усеноп сабиқ һөкүмәтниң парихорлуқ ишлирини тәнқид қилғанда ақайевниң президент күтүпханисини қуруш үчүн хитайдин пул алғанлиқини әскәрткән.
Хитай тәрәп 2004-йили бишкәк билән бейҗиң арисида икки сода һәмкарлиқ келишими түзүлгәнликини әмма, буларниң һечқайсисиниң сиясий яки иқтисадий шәртләр асасида болмиғанлиқини әскәртти. Хитай вәкилиниң бу сөзни қошумчә қилишиға сәвәб болған амил, йеқиндин буян қирғизистан өктичилири ақайев һөкүмитини хитайниң түрлүк сиясий шәртлиригә көнүш бәдилигә хитайдин пул алған дәп әйиблигәнлики иди.
Йәнә бир қисим инсан һәқлири күзәткүчилири болса, хитай һөкүмитиниң қирғизистандики уйғур миллий һәрикәтлирини тосуш, уйғурларниң мустәқиллиқ һәрикәтлиригә бирликтә қарши туруш үчүн қирғизистан даирилиригә даим иқтисадий ярдәмләрни берип турғанлиқини көрситишмәктә.
Хәвәрләргә қариғанда һазир йеңи һөкүмәт ақайев вә башқа сабиқ қирғизистан рәһбирий хадимлириниң парихорлуқ әһвалини, уларниң байлиқлирини ениқлаш ишлирини башлиған. (Үмидвар)