Ағдуруветилгән қирғизистан президенти ақайев истипа бәрди


2005.04.04
RUSSIA-KYRGYZSTAN-AKAYEV-15.jpg
4-Април әсқәр ақайев президентлиқтин истипа бәргәндин кейин, қоғдиғучилири билән москвадики қирғиз әлчиханисидин айрилди.AFP

24 - Марттики хәлқ инқилабида ағдуруветилгәндин кейин русийигә қечип барған қирғизистан президенти әсқәр ақайев, дүшәнбә күни москвада хизмитидин истипа берип, президентлиқ һоқуқидин ваз кәчти. Ақайевниң истипанамиси сәйшәнбә күндин башлап рәсми күчкә игә болиду. Буниң билән қирғизистан тарихидики бир дәвр ахирлашқан болди. Ақайевниң истипасини муәййәнләштүргән парламент әзаси ташгүл керәксизов, " ақайев қирғизистан хәлқиниң көңлидики тарихий қарарни чиқарди," дәп көрсәтти.

Қирғизистанниң москва әлчиханисидики мурасим

Ақайевниң хизмитидин истипа бериш келишимигә имза қоюш мурасими дүшәнбә күни қирғизистанниң москвадики әлчиханисида өткүзүлгән. Ақайев, өмурбәг тәкәбайев башчилиқидики қирғизистан парламент вәкилләр өмикиниң назарити астида истипанамиға имза қойди.

Мурасимға қирғизистанниң русийидики баш әлчиси билән қирғизистанниң сабиқ баш министири николай танайевлар қатнашқан. Түркийә "йеңи шәфәқ" гезитиниң ашкарилишичә, түркийә ташқи ишлар министири абдулла гүл, әнқәрәниң қизилчаһаммам наһийисидә чақирилған ақ партийилик парламент әзалириниң йиғинида, ақайевниң кейинки күнлирини түркийидә яшаш үмиди барлиқини билдүргән.

Нури түркәл: ақайевниң истипаси қирғизистанниң тинчлиқи үчүн пайдилиқ

Америка уйғур җәмийитиниң рәиси нури түркәлниң тәкитлишичә, ақайевниң хизмитидин истипа бериши қирғизистандики сияси кризисни юмшитиш шундақла бу йил 6 - айдики президент сайлиминиң тосалғусиз елип берилишиға пайдилиқкән. Нурй туркәл мундақ дәйду:

"Ақайевниң қайтмиғини ғәрб әллири вә һазир һоқуқтики қирғиз рәһбәрлири тәвсийә қилғандәк, келип чиқиш алдида турған җәмийәттики бәзи игиз-пәсликләрниң алдини елишқа роли болиду. Җәмийәтни рәткә селиш үчүн, ақайәвдәк хәлқниң нәзиридин чүшкән вә хәлқни үмидсизләндүргән бир адәмниң бу райондин йирақ йәрдә туруши, бу районниң өткүнчи мәзгилидики бихәтәрлики вә өткәлләрдин тосқунлуқсиз өтүп кетиши үчүн иҗабий роли болиду".

Ақайевниң истипа беришкә имза қоюш мурасими билән биргә, ақайевниң қирғизистан хәлқиғә сөзлигән нутуқи телевизор линтисиға елинди. Амма униң нутуқини елан қилиш яки қилмаслиқни қирғизистан парламенти сәйшәнбә күни қарар қилидикән.

Ақайев, көңли рәнҗигән пуқраларниң әпу қилишини тәләп қилди

Имза қоюш мурасимиға қатнашқан парламент вәкилләр өмикидики затларниң ашкарилишичә, ақайев қирғизистан пуқралириға сөзлигән нутуқида, " өзиниң һакимийәт йүргүзгән 14 йил җәрянидики төһпилирини тилға алған. Бу җәрянда көңли рәнҗигән пуқраларниң әпу қилишини тәләп қилған" ақайев, " қирғзиистанниң кәлгүсидә демократик дөләт болуш йолида меңишини үмид қилған."

Өктичиләр қирғизистанда һакимийәтни тартивалғандин кейин, бу йил 6 - айниң 26 - күни президент сайлими елип баридиғанлиқини җакарлиған шундақла өткүнчи һөкүмәтниң баш министири, қирғизистан президенти қурманбәг бақийев қатарлиқлар президент сайлимида намзат болидиғанлиқини елан қилған иди.

Уйғур қанунларға һөрмәт қилидиған демократик қирғизистан көрүшни халайду

Қирғизистан уйғур иттипақиниң рәиси рози мәмәт бақийев, ақауевниң истипа бәргәнликини қарши алди. Қирғизистанда сияси муқимлиқни сақлашниң муһимлиқини тәкитлигән рози мәмәт бақийев, йеңи һөкүмәтниң қирғизистан қанунлиридики демократик принсипларни әмилийитидә көрситишкә чақирди. Рози мәмәт бақийев мундақ дәйду:

"Биринчидин, асаси қанунда һәммимизниң тәң һоқуқлуқ граждан икәнликимиз елан қилинған. Иккинчидин, ақайев өз вақтида қирғизистанниң инсаний һоқуқлуқ мәмликәт икәнликини ейтқан. Лекин, ахирқи вақитларда нурғун қанунлар қәғәз йүзидила қелип қалди. Һазир биз йеңи қирғиз һөкүмитидин, йеңи сайланған парламенттин қанунларниң қәғәз йүзидә қелип қалмаслиқини вә әмәлий һаятта ишлитилишини үмид қилимиз".

У, ахирида һакимийәт үстидики қурманбәг бақийев қатарлиқларниң " қирғизистанни демократийә йолиға елип маңидиғанлиқиға ишинимән," дәп көрсәтти.

Ақайев дәвридә хитайниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики әң көңүлчәк хошниси қирғизистандики өзгүрүш, хитайни әнсиритишкә башлиди. Хитай һөкүмити 23 - марттин 28 - мартқичә қирғизистан чегра еғизлирини тақиған иди. Амма қирғизистан ташқи сияситиниң өзгәрмәйдиғанлиқини тәкитлигән ташқий ишлар министири роза отанбайева, бейҗиң даирилириниң әндишисини пәсәйтишкә тиришқан.

Уйғурлар қирғизистан түрмисидики мәһбусларниң адил сотлинишини үмид қилиду

Рози мәмәт бақийев, демократийилишиш мусаписидики қирғизистанда уйғурлар демократик һоқуқи һөрмәт қилинишини үмид қилди. Рози мәмәтниң билдүрүшичә, қирғизистандики уйғур җамаити ақайев дәвридә өлүм җазасиға һөкүм қилинған әхмәт гөнән қатарлиқ уйғур мәһбусларниң дилосини қайтидин көрүп чиқиш тоғрисида сот мәһкимисигә әрз сунидикән.

Қирғизистан түрмисидики әхмәд гөнән қатарлиқ уйғурларни қирғизистанда партилтиш һәрикитигә қатнишиш билән әйиплигән ақайев һөкүмити, мәһбусларниң алдини өлүм җазасиға, кәйнини муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилған.

Әсқәр ақайев, 1990 - йили қирғизистан парламенти тәрипидин прездентлиққа сайлиништин илгири, сабиқ совет иттипақи дәвридики мәшһур физикшунасларниң бири болуп, қирғизистан пәнләр акадимийисиниң мудири иди. Русийә билән қазақистан, ақайев билән қирғизистан даирилириниң оттурисида имзаланған келишимниң капаләтчиликини үстигә алған. Келишим бойичә қирғизистан һөкүмити әсқәр ақайев вә униң аилисиниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиши керәк. Қирғизистан парламенти сәйшәнбә күни ақайев аилисиниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш тоғрисидики қанун лаһийисини музакирә қилидикән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.