Америка қазақистанни мәтбуат әркинликини боғқанлиқи билән әйиблиди
2006.06.21
Америка һөкүмити чаршәнбә күни қазақистанға қаратқан тәләппузини қаттиқлаштуруп, қазақистанниң ахбаратчилиқ қанунини өзгәртишиниң мәтбуат әркинликини боғуп қойидиғанлиқини әйиблиди.
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америкиниң қазақистандики баш әлчиси җон ордвей " мәтбуат қанунлириға йеңидин киргүзүлмәкчи болуватқан қошумчә маддилар, қазақистанда мәтбуат әркинликиниң илгири сүрүлишигә чоң тәсир йәткүзиду" деди.
Униң бу қетимқи тәләппузи бир қәдәр қаттиқ болуп, бу америкиниң буниңдин аввал қазақистанға тутуп келиватқан позитсийисидин көп пәрқлиқ болди. Нурғун анализчилар америкини русийә билән оттура асияда күч талишиш үчүн хелидин бери қазақистанға юмшақ позитсийә тутуп кәлгән дәп қарайду. Әмма җон ордвей чаршәнбә күни мухбирларға " мениң бу сөзлиримдин қазақистан һөкүмитиниң алдинала хәвири йоқ болған болса, буниңдин әмди хәвири болиду" дегән.
Йеңидин киргүзүлмәкчи болуватқан бу маддилар қазақистан парламентиниң мақуллишиға сунулидиған болуп, бу маддилар һөкүмәтниң жорналистларға қаратқан контроллуқини техиму күчәйтип, ахбарат әркинликини чәкләп қойидикән. Әмма қазақистан һөкүмити өзгәртилидиған бу маддиларни ақлап, һөкүмәтниң һаман амминиң мәтбуатқа болған ишәнчисини қоғдайдиғанлиқини билдүрди.
Һазирму қазақистан мәтбуатлири президент нурсултан назарбайевни тәнқидләйдиған мақалиларни елан қилиштин өзини тартиду. Шундақла 2005- йилидин буян икки нәпәр қазақ өктичи рәһбири өлтүрүлгән болсиму, лекин мәтбуатларда бу хәвәргә наһайити аз орун берилди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка оттура асияға қаратқан сияситини күчәйтиши мумкин
- Америкиниң муавин президенти дек чәйни қазақистанда
- Хитай, диний вә ахбарат әркинликиниң йоқлиқи билән әйибләнди
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати: җуңго асия димукратийә гәвдисиниң рак кесили
- Хитай дунядики ахбарат әркинлики болмиған дөләтләр қатариға кирди