Қирғизистан йеңи министирлар кабинети тәсис қилди


2005.10.02

Өктичиләр инқилаби арқилиқ һакимийәтни игиләп, вақитлиқ министирлар кабинети вә башқа дөләт аппаратлирини тәсис қилған президент қурмабек бақийев бу йил 7-айда рәсми һалда президентлиқ орниға олтурғандин кейин, йәнә бир қатар йәңгүшләшләрни елип барди.

Қирғизистанниң "қабар" агентлиқиниң учуридин мәлум болушичә, бақийев алди билән өктичи феликис қулупни баш министирлиққа тәйинлигәндин кейин, йеқинда атақлиқ өктичиләр рәһбәрлидин азимбек бек назаропни дөләт баш тәптишилик вәзиписин қалдурған. 30-Сентәбир күни у йәнә буйруқ чиқирип, он министирни алмаштурған вә қайта тәйинлигән.

Қурманбек бақийев йәнә бу йил 3-айдики қирғизистан демократик инқилаби мәзгилидә актип паалийәт қилған. Кейин вақитлиқ ташқи ишлар министири болған роза отанбайеваниму вәзиписидин қалдуруп, ташқи ишлар министирини йеңидин тәйинлигән.

Қирғизистан һөкүмитидики бу чоң көләмлик тәңшәш вә алмаштурушта бақийевниң әсли иттипақчилири һесабланған демократик рәһбәрләрниң һоқуқтин қалдурулушиниң йәнә бәзи зиддийәтләрни кәлтүрүп чиқириши пәрәз қилинмақта. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.