Қирғизистан билән түркийә иқтисадий һәмкарлиқ келишими имзалиди
2006.09.05
Қирғизистан президенти қурманбек бақийев дүшәнбә күни башлиған түркийидики зияритини давамлаштуруватиду. Бақийев дүшәнбә күни түркийә президенти нәҗдәт сәзәр билән көрүшкән.
Түркийә президенти нәҗдәт сәзәр, президент бақийифни күтүвелиш мурасимида қилған сөзидә, қирғизистан президентиниң түркийә зиярити, түркийә билән қирғизистанниң өз-ара мунасивәтлирини вә икки дөләт оттурисида мәвҗут һәмкарлиқини техиму тәрәққий қилдуруш ирадисиниң бир ипадиси һесаблиниду, дегән.
Қирғизистан президенти бақийев бәргән баянатида, қирғизистан билән түркийә оттурисидики һәмкарлиқиниң күтүлгән сәвийидә әмәсликини, икки тәрәпниң қарари вә ирадиси бу кәмчиликни толуқлайдиғанлиқини билдүргән.
Сәйшәнбә күни болса бақийев түркийә баш министири рәҗәп тайиб әрдоған билән учришип, түркийә билән қирғизистан оттурисида мәвҗут достлуқ вә һәмкарлиқини техиму тәрәққий қилдуруш мәсилиси үстидә сөһбәтләшти. Хәвәрләргә қариғанда, сәйшәнбә күни түркийә билән қирғизистан оттурисида төт чоң иқтисадий һәмкарлиқ келишими имзаланған.
Қирғизистан билән йеқин тарихй, миллий вә диний мунасивәтләргә игә болған түркийә, қирғизистанниң дунядики төтинчи иқтсадий шерики болуп, қирғизистан’ ға әң көп мәбләғ селиватқан иккинчи дөләт һесаблинидикән. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қирғизистанда җумһурийәтлик хәлқ қурултийи йиғини чақирилди
- Қурманбек бақийев бу йил йерим йиллиқ хизмитидин һесабат доклати бәрди
- Қирғизистан уйғурлири хитай билән қирғизистанниң бирләшмә баянатидин нарази болди
- Қирғизистанда намайишчилар президенти қурманбекни вәдилирини әмәлгә ашурушқа чақирди
- Қирғизистан һөкүмити сияси кризисниң босуғисидин қайтти