Қирғизистан ошта йеңи һәрбий база қуруши мумкин


2005.05.26

Қирғизистанниң вақитлиқ рәһбири қурманбек бақийеф, районниң бихәтәрликини қоғдаш үчүн, қирғизистанниң җәнубида йеңи бир һәрбий база қурушни ойлишиватқанлиқини билдүрди.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, у пәйшәнбә күни русийә мәтбуатиниң зияритини қобул қилғанда, " әгәр зөрүрийәт туғулса, қирғизистан коллектип бихәтәрлик келишими яки шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң рамкиси ичидә ош областида йеңи бир һәрбий база қуруши мумкин" дегән.

Әмма у мәзкур һәрбий базиниң қайси дөләткә тәвә икәнлики қатарлиқ конкрет лайиһиләр һәққидә тохталмиған.

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати вә коллектип бихәтәрлик келишими, русийә вә хитайниң оттура асиядики мәнпәәтини қоғдаш қорали. Бир қисим анализчилар, қирғизистан йеңи рәһбәрлириниң русийә билән һәр тәрәплимә яхши мунасивәт орнитиш иһтияҗини чиқиш қилип бу тәклибни оттуриға қойиватқанлиқини пәрәз қилмақта.

Бу арида, русийә һөкүмити болса қирғизистан билән " террорчилиққа қарши һәмкарлиқ" ни күчәйтишни халайдиғанлиқини, бирақ қирғизистан һөкүмитиниң русийиниң мәзкур дөләттики һәрбий базисини күчәйтиш һәққидики тәклибини тапшуруп алмиғанлиқини билдүрди.

Қирғизистанда нөвәттә америка вә русийиниң һава армийә базиси мәвҗут. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.