Өзбекистан һөкүмити бу йәрдики америка қошунлириниң чиқип кетишини тәләп қилиши мумкин
2005.08.26
Өзбекистан парламенти җүмә күни өзбек һөкүмитиниң, америкидин бу йәрдики қошунлирини елип чиқип кетиши тәләп қилинған бир қарар лайиһисини мақуллиди. Улар бу йәрдики америка базилириниң муһитқа зиян йәткүзүп, йәрлик хәлқләрниң саламәтликигә тәсир көрситиватқанлиқини сәвәб қилип көрсәтти.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, өзбекистан парламенти, һазир америкиниң афғанистандики һәрбий урушиниң ахирлашқанлиқини, шуңа бу йәрдә әмди қошун турғузуш әһмийитиниң йоқлиқини тәкитлигән. Һәтта бәзи бир қисим парламент әзалири, америкиниң өзбекистанда давамлиқ қошун турғузишиниң, дөләт бихәтәрлик мәсилирини кәлтүрүп чиқириватқанлиқини билдүрди.
Өзбекистан һөкүмити өткән айда америка билән болған һәрбий база келишиминиң ахирлашқанлиқини җакарлап, америка армийисиниң бир нәччә ай ичидә бу йәрдин чиқип кетишини тәләп қилған иди. Әмма улар у чағда һечқандақ сәвәб көрсәтмигән.
Америка һөкүмити илгири, 5 - айниң 13 - күни әнҗанда йүз бәргән қанлиқ бастуруш вәқәси тоғрисида өзбекистан һөкүмити әйиблигән иди. Шундақла өзбекистан һөкүмитиниң әнҗан пуқралирини бастуруш вәқәсини йеқиндин қоллиған хитай билән русийиму, америка һөкүмитиниң оттура асиядики қошунлирини елип чиқип кетишини күчлүк тәләп қилған һәмдә бу һәқтә оттура асия дөләтлиригә бесим ишләткән иди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай америка базисини тақашни тәләп қилиш тоғрисида қирғизистанға бесим ишләткән
- Өзбекистандин қошун чекиндүрүш афғанистандики һәрбий паалийәтләргә тәсир йәткүзмәйду
- Қирғизистан йәнә бир қетим хитайниң қирғизистанда һәрбий база қуралмайдиғанлиқини җакарлиди
- Өзбекистан америка һәрбий базисини тақашни елан қилди
- Америка- өзбекистан мунасивәтлири кәскинләшти