Иваноф, русийиниң америка һәрбий қисимлири тоғрисида оттура асия дөләтлиригә бесим ишләткәнликини рәт қилди
Русийә мудапиә министири сиргий иваноф, русийә һөкүмитиниң америка һәрбий қисимлирини чиқириш үчүн, өзбекистан вә қирғизистанға бесим ишләткәнлики тоғрисидики хәвәрләрни рәт қилди.
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, иваноф "иттпақдишимиз болған оттура асиядики мустәқил дөләтләргә һечқандақ бесим ишләтмидуқ" дегән.
Йеқинда, америка һөкүмәт хадимлири, русийә вә хитайниң, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бу айниң башлирида қазақистанда өткүзүлгән алий дәриҗилик йиғини җәрянида, америкиниң оттура асиядики һәрбий қисимлирини чекиндүрүши үчүн ениқ бир вақит бәлгилиши һәққидики баянатқа қол қоюши үчүн қирғизистан вә өзбекистанға бесим ишләткәнликини билдүргән иди.
Хәвәрдә ейтилишичә, русийә мудапиә министири гәрчә, өзбекистан вә қирғизистанға бесим ишләткәнликини рәт қилған болсиму, әмма " афғанистандики урушниң 20 йилму, 30 йилму яки 250 йилму, қанчилик давамлишидиғанлиқини билишимиз керәк" дейиш арқилиқ өзиниң америкиниң афғанистандики һәрбий мәвҗудийитидин биарам болуватқанлиқини очуқ ипадилигән.
Гәрчә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғинида, америкиниң оттура асиядики қошунлирини чекиндуруш үчүн ениқ бир вақит бәлгилиши керәк, дегән бир баянат қобул қилинған болсиму, лекин дүшәнбә күни қирғизистан рәһбәрлири америка мудапиә министириға һазирчә америка қисимлирини қирғизистандин чекиндуруш үчүн ениқ вақит бәлгиләшкә һаҗәт йоқ, дегән. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қазақистандики сиясийон шәрпбег америка қошунлири мәсилиси һәққидә тохталди
- Қирғизистан һөкүмити, қирғизистандики америка қисимлириниң узун муддәт бу дөләттә туридиғанлиқини билдүрди
- Америка дөләт мудапиә министири доналд рамсфелд оттура асияда
- Доналд рамсфилд, қирғизистанни америка базиси мунасвити билән зиярәт қилди
- Русийә, қирғизистандики һәрбий базисида турушлуқ қисимлирини көпәйтмәкчи