Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләт башлиқлири, йеңи келишимләр имзалимақчи
2007.07.07
Җүмә күни, қирғизистан президенти қурманбек бақийиф, келәр ай қирғизистанниң пайтәхти бешкәк шәһиридә өткүзүлидиған, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати дөләт башлиқлири йеғини җәрянида, бир қатарлиқ муһим келишимләр имзалинидиғанлиқини билдүрди.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болған хитай, қазақистан, қирғизистан, русийә, таҗикистан вә өзбекистан қатарлиқ 6 дөләт рәһбәрлири бихәтәрлик, сода-тиҗарәт, мәдәнийәт, әдлийә вә һәрбий саһәдә өз-ара һәмкарлиқни техиму күчәйтидиғанлиқини тәкитләп кәлгән иди.
Қирғизистан шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң нөвәттики рәислик вәзиписини өтәватқан болуп, президент бақийиф вә қирғизистан һөкүмити шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң хәлқарадики тәсирини күчәйтиш һәмдә бу тәшкилатиниң районниң бихәтәрлики вә муқимлиқини сақлаштики ролини илгири сүрүш үчүн җиддий тиришчанлиқ көрсәтмәктә.
Бақйиф җүмә күни бишкәктә бәргән баянатида, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати вә мустәқил дөләтләр һәмдостлуқи колликтип бихәтәрлик келишими тәшкилатиниң, бири-бири билән маслишип ишләйдиған вә бир-бирини толуқлайдиған икки тәшкилат икәнликини билдүрди.
Мустәқил дөләтләр һәмдостлуқи колликтип бихәтәрлик келишими тәшкилатиға русийә, биларус, әрмәнистан, қазақистан, қирғизистан, таҗикистан вә өзбекистан қатарлиқ дөләтләр әза.
Президент бақийиф, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати вә мустәқил дөләтләр һәмдостлуқи колликтип бихәтәрлик келишими тәшкилатиниң бихәтәрлик мәсилсидә, террорчилиққа қарши турушта асасән охшаш көз қарашқа игә икәнликини тәкитләп, әмма бу икки тәшкилат нурғун мәсилиләрдә пәрқлиқ нишанларни мәқсәт қилиду, деди. (Өмәр қанат)