Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләт башлиқлириниң алий дәриҗилик учришиши бишкәктә башланди
2007.08.15
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләт башлиқлириниң алий дәриҗилик учришиши 16 - авғуст күни қирғизистанда өткүзүлиду. Азадлиқ радиосиниң бишкәктин хәвәр қилишичә, хитай, русийә, қирғизистан, қазақистан, таҗикистан, өзбекистандин ибарәт шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң башлиқлири 8 - айниң 15 - күни (чаршәнбә) қирғизистанниң пайтәхти бишкәк шәһиригә җәм болди.
Қирғизистан ташқи ишлар министириниң баян қилишичә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләт башлиқлириниң алий дәриҗилик учришишида хәлқаралиқ вә район характерлиқ мәсилиләр музакирә қилинидикән; қирғизистанниң нөвәтчи рәислики мәзгилидики шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң хизмәтлири хуласилинидикән вә келәр қетимлиқ нөвәтчи рәис болидиған дөләт бәлгилинидикән. Бу алий дәриҗилик учришиштин кейин, 17 - авғуст күни, ху җинтав қатарлиқ дөләт башлиқлири шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң һәрбий маневирини нәқ мәйданда күзитидикән.
Бирләшмә агентлиқиниң бишкәктин хәвәр қилишичә, иран президенти әхмәди ниҗат бишкәктә хитай билән русийә дөләт башлиқиниң алий дәриҗилик учришишиға қатнашмақчи. Шинхуа агентлиқиниң исламабадтин 15 - авғуст күни хәвәр қилишичә, пакистан ташқи ишлар министири қуршид маһмут касури шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң алий дәриҗилик учришиш йиғиниға қатнишиш үчүн бишкәккә маңған.
Бүгүн дуня уйғур қурултийи шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатниң қирғизистандики алий дәриҗилик учришиш йиғиниға хәт йезип, йиғинда коммунист хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини әйибләшкә чақирди. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хуҗинтав қирғизистан зияритини башлиди
- "Бишкәктә уйғур тиҗарәтчиләр тутқун қилинмақта"
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләт башлиқлири, йеңи келишимләр имзалимақчи
- Бишкәк сәнәткарлири шаңхәй һәмкарлиқиниң йиғиниға җиддий тәйярлиқ қилмақта
- Хитай қирғизистанға шаңхәй гуруһиниң йиғининиң бихәтәрликини бирликтә қоғдаш тәклипини бәрди
- Иссиқ көлдә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бирләшмә һәрбий маневири башланди
- Қирғизистан, хитайдин болған балилардин әнсиримәктә
- Хитай мәтбуатлири, қирғизистанниң сиясий вәзийитини йеқиндин күзәтмәктә
- Таң җяшүән қирғизистанни зиярәт қилди