Өзбекистан қирғизистан билән болған қарасу чегра еғизини тақиди


2005.10.16

Пәрғанә агентлиқиниң учуридин мәлум болушичә, әнҗан вәқәси мунасивити билән қирғизистандин қаттиқ хапа болған өзбекистан һөкүмити қирғизистан билән чегрилинидиған қарасу шәһиридики чегра өткилини тақивәткән. Нәтиҗидә қарасу дәрясиға селинған көврүкниң һәр икки тәрипигә бир қанчә миң киши топлинип, ташкәнтниң бу қилмишиға нарази болған.

Өзбекистан тақивәткән чегра еғизи йәни дәря көврүкини бу йилқи әнҗан вәқәси җәрянида өзбекистан һөкүмити барлиқ өткәлләрни тақап, чегрини қамал қилғанда икки дөләт пуқралири бирлишип, өзликидин пул вә күч чиқирип, икки күн ичидила ясап чиққан иди.

Ташкәнт даирилири қирғизистанда тәвәсидики қара суда юқумлуқ көйдүргү тарқалған дегән учурни баһанә қилип, мәзкур чегра өткилини тақиған. Қара су дәрясиниң қирғизистан қисмида атақлиқ қара су базири бар болуп, бу йәргә уйғур елидинму мал елип келиниду. Өзбекистан содигәрлири вә пуқралири бу базарда сода-сетиқ билән шуғуллиниду.

Өзбекистанниң бу қилмиши һәр икки тәрәп пуқралири үчүн қолайсизлиқларни вә иқтисадий мәсилиләрни кәлтүрүп чиқарған. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.