Таҗикистан уйғур аптоном райони билән болған чегра еғизлирида контрол қилишни күчәйтти
2005.11.18
Уйғур аптоном районида өткән һәптидин бери, арқа - арқидин қуш зукам вируси байқалғандин кейин, таҗикистан уйғур аптоном райони билән болған қуруқлуқ вә һава еғизлирида контролни күчәйтип, қуш зукам вирусидин мудапиәлиниш тәдбирлирини алди.
Таҗикистан чегра мудапиә қисимлириниң штаб башлиқи нуралишо назаровниң тәкитлишичә, таҗикистан билән уйғур аптоном райони оттурисида ечилған мурғап қуруқлуқ чегра еғизи шундақла дүшәнбә вә хоҗәнд айродромлирида хитайдин кәлгән йолучиларға қарита тәкшүрүш күчәйтилгән.
Уйғур аптоном райониниң мәркизи билән таҗикистан пайтәхти дүшәнбә арисида йолучилар айрупилани қатнайду. Шуниң билән биргә қәшқәр билән морғап оттурисида қуруқлуқ чегра еғизи ечилған.
Йеқинқи вақитлардин бери , хитайниң әрзан баһалиқ өй қушлирини импорт қилиш таҗик содигәрлириниң әң муһим кирим мәнбәәлиридин бири болуп қалған иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ву йи президент рахманов билән хитай - таҗик һәмкарлиқини сөзләшти
- Хитай һөкүмити қирғизистан билән уйғур ели оттурисидики чегра еғизлирини тақиди
- Бир таҗик пуқраси өзбекистан чегрисидики минаға дәссивелип өлди
- Қазақистан хитайниң маллирини төкмә қилип сетишиға қарита түнҗи қетим тәкшүрүш елип барди









